Әнглийә парламент әзаси билайир макдогал: уйғур қирғинчилиқи бизниң диққитимизни вә һәрикитимизни тәләп қилидиған киризистур

Вашингтондин мухбиримизирадә тәйярлиди
2025.02.21

Әнглийә парламент әзаси билайир макдогал (Blair McDougall) уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғинчилиқниң хәлқараниң җиддий диққитини қозғашқа тегишлик болған бир киризислиқини билдүргән вә әнглийәдики сиясәтчиләрниң бу мәсилигә көңүл бөлүши лазимлиқини билдүргән.

Әнглийәдики “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш” гурупписи тәрипидин 20-феврал күни тарқитилған видийодин қариғанда, парламент әзаси билайир макдогал мәзкур гуруппиниң иҗраийә директори рәһимә мәһмут ханим билән бирликтә туруп қилған сөзидә мундақ дегән:

“мән һәр бир парламент әзасиға шундақ хитаб қилимәнки, қоллишиңизни көрситиң, рәһимә вә башқа уйғур мусулманлири билән бир сәптә туруң. Бу бизниң бир рәһбәр, иттипақдаш вә кишилик һоқуқни тәшәббус қилғучи сүпитидә күчимизни бирләштүридиған пәйттур. Уйғур қирғинчилиқи бизниң диққитимизни вә һәрикитимизни тәләп қилидиған киризистур.”

Парламент әзаси билайир макдогал сөзидә йәнә, “рәһимә вә уйғурлар билән бир сәптә туруш арқилиқ биз, әнглийәниң ирқий қирғинчилиққа һәргиз сәл қаримайдиғанлиқи, әркинликниң адаләт пиринсипи асасида қурулғанлиқиға ишинидиғанлиқи вә азаб-оқубәт чекиватқанларниң һоқуқи үчүн күрәш қилидиғанлиқи һәққидә күчлүк сигнал әвәтәләймиз” дегән. У буниң үчүн “әнглийә парламентидики һәрбир әзаниң сиясий көз қариши немә болушидин қәтийнәзәр уйғур мәсилисигә қоллишини ипадә қилишқа, тарихниң тоғра сәһипилиридин орун елип, уйғурларға уларниң ялғуз әмәсликини көрситишкә вә уйғурларға адаләт елип келишкә” чақирған.

Әнглийә парламенти әзаси билайир макдогал уйғурлар мәсилисигә изчил көңүл бөлүп келиватқан шәхсләрниң бири болуп, у әнглийә һөкүмитини уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқни тонушқа чақирип көп қетим сөз қилған иди.

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.