Әнглийә һөкүмити хитай айропиланлиридики мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тәкшүрүшкә чақирилған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2025.01.31

Әнглийә һөкүмити уйғур елидин әнглийәгә учидиған нөвәтчи айропиланларниң әнглийәгә мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини тошушиниң алдини елишқа вә уни чәкләшкә чақирилған.

31-январ, “сиясәтчи” торида елан қилинған бу хәвәрдә дейилишичә, йеқинда әнглийә парламенти партийә һалқиған кишилик һоқуқ комитети рәиси давид алтон әнглийә һөкүмитигә хәт йезип, уйғур елидин әнглийәгә учидиған нөвәтчи айропиланларниң йүк тошуш ишлириға мәсул киши тәминлигән учурларға диққәт қилишини тәләп қилған. У хетидә: “мән бу айропиланларниң хитайниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлирини әнглийәгә тошушидин әнсирәймән” дегән.

Хәвәрдә дейилишичә,  2024-йилдин буян уйғур елидин әнглийәгә қатнайдиған 3 һава йоли ечилған болуп, явропаниң “титан” авиятсийә ширкити айропиланлири һәр икки күндә бир қетим үрүмчи билән лондон арисида қатнайдикән. Бу айропилан 2024-йил 12-айдин башлап, мәхсус торда заказ қилинған мәһсулатларни тошуш мулазимитини қилған. Шуниң билән бир вақитта, явропа мал тошуш ширкити 10-айдин башлап уйғур елидин әнглийәниң кардиф шәһиригә авиятсийә мал тошуш линийәси қуруп чиққан болуп, һәптидә үч қетим айропиланда мал тошуйдикән, бу малларму асасән торда заказ қилинған маллар икән. Ейтишларға қариғанда, бу айропиланлар бир қатнишида 59 тонна мал тошуған.

Кишилик һоқуқ комитети рәиси давид алтон әнглийә һөкүмити ички ишлар министирлиқиға язған хәттә, әнглийә таможна орунлириниң бу мәсилини тәкшүрүши тәләп қилинған болсиму, ички ишлар министири һансон әнглийәгә қәрәллик кирип турған бу малларниң мәҗбурий әмгәк мәһсулатлири икәнликини бекитишниң қийин икәнликини билдүргән. Давид алтон әнглийә таможна орунлириниң та һазирғичә бу мәсилини тәкшүрмигәнликини әйибләп: “мана бу, һөкүмәтниң мәғлубийитидур, әнглийә һазир хитайниң әхләтханисиға айлинип қалди” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.