Җәнубий хитай авиатсийә ширкити қәшқәр билән ичкири хитайниң һава йолини техиму зич бағлимақчи икән
2023.03.17
Хитайчә “тәңритағ” тори вә “шинҗаң гезити” ниң 17-март күни чиқарған хәвиригә қариғанда, җәнубий хитай авиатсийә ширкити һәр күни қәшқәр билән ичкири хитайдики 25 шәһәр арилиқида учидиған айропиланларни көпәйтмәкчи икән. Буниң ичидә, һава йоли қәшқәргә биваситә тутишидиған бейҗиң, шаңхәй, гуаңҗу, чеңду қатарлиқ чоң шәһәрләр 16 гә йәткән. Қәшқәр айродроми уйғур райони бойичә әң алдираш айродромға айланған.
Мәлуматларға асасланғанда, хитай һөкүмити 2004-йилдин буян қәшқәр шәһирини чеқип өзгәртип, хитай саяһәтчилирини җәлп қилидиған “заманиви шәһәр” гә өзгәртишни һазирғичә давам қилип кәлгән.
Җәнубий хитай авиатсийә ширкити “шинҗаңға ярдәмгә келидиғанлар, сода-тиҗарәт вә саяһәт үчүн келидиғанларниң ешип бериватқан еһтияҗини қамдаш” үчүн һәр күни қатнайдиған айропилан қетим санини 30 ға йәткүзүшни пиланлиған.
Хитайниң илгирики тәшвиқатлирида тилға елинған “һавадики йипәк йоли” бу хәвәрдә “һавадики раван йол” йәни “қәшқәр билән ичкири хитай оттурисидики сиясий, иқтисадий, мәдәний алақә вә саяһәтчиликни бәрпа қилиш йоли” дәп елинған. явропа уйғур академийәсиниң рәиси абдушүкүр абдурешит бу һәқтә радийомизға бәргән җавабида, хитайниң бу зор көләмлик һава йоли, төмүр йол вә ташйол тори арқилиқ бу райондики байлиқларни талан-тараҗ қилишни вә хитай нопусини йөткәшни, йәнә бир яқтин уйғур районидики тиҗарәтлирини оттура асия билән явропаға кеңәйтишни нишан қилғанлиқини ейтқаниди.