Хитайдики тунҗи аптономийә - ички моңғул аптоном райони 70 йиллиқини хатирилиди
2017.05.02
1-Май даириләр кокхотта ички моңғул аптоном райони қурулғанлиқиниң 70 йиллиқини хатирилигән. Ички моңғул аптоном райони 1947-йили 5-айниң 1-күни қурулған болуп. Хитай коммунист һөкүмити бесивалған районларда қурған тунҗи аптоном райони һесаблиниду.
Даириләр тәшвиқат хәвәрлиридә, 70 йилдин буян ички моңғулни “дөләтлик нуқтилиқ тәрәққият, ечиветиш синақ райони” қилип қуруп чиқишқа аит сиясәтләрни йүргүзүп кәлгәнликини, малийә мәхсус мәблиғини йилму-йил ашурғанлиқини, шундақла йәр сиясити, ихтисаслиқлар сиясити қатарлиқ тәрәптин түрләр бойичә қоллаш тәдбирини қоллинип, көп қатламлиқ тәрәққият гүллинишләргә ериштүргәнликини көрсәткән. Хитай мәтбуатлири хәвәрлиридә йәнә, ички моңғул аптоном райони омумий ишләпчиқириш қиммитиниң аптоном район қурулғандин буян 642 һәссә көтүрүлгәнликини язған.
Мәркизи нюйорктики ички моңғулийә кишилик һоқуқ учур мәркизи қатарлиқ моңғул тәшкилатлири хитайниң ички моңғулда йүргүзүватқан сиясәткә қарши баянатлирида, моңғулларниң аптономийә сияситидин бәһримән болалмайла қалмай, хитай даирилириниң моңғул яйлақлирини вәйран қилип моңғулларниң яшаш муһитини тәһдиткә учратқанлиқини ейтқан вә хитай һөкүмитиниң адил болмиған сиясәтлириниң моңғулларниң намратлиқта қелишиға, ассимилятсийә болушиға сәвәб болуватқанлиқини, хитай көчмәнләрниң барғанчә көпийип, моңғулларниң болса өз аптоном районида аз санлиққа айлинип қалғанлиқини шикайәт қилип кәлмәктә.
1947-Йилида ички моңғул нопуси 800 миң болуп, ички моңғулниң һазирқи омумий нопуси 25 милйонға йәткән, буниң ичидә моңғуллар 4 милйон 600 миң, қалған асаслиқ қисмини хитай нопуси игиләйду.