Ички моңғулдики чарвичилар гөш баһасини өстүрүшни тәләп қилип намайиш өткүзгән
2016.08.17
Ички моңғулдики 200 гә йеқин чарвичи түнүгүн һөкүмәт бинаси алдиға топлинип наразилиқ намайиши өткүзгән.
Радийомиз хитайчә бөлүминиң бүгүнки бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, ички моңғулдики хитай дөләт ширкәтлири чарвичилардин қой гөшини кило беши баһасини 14 йерим сомдин сетивалған. Қой гөшиниң бейҗиңда 46 сомдин сетиливатқанлиқидин хәвәр тапқан моңғул чарвичилар, һөкүмәттин чарвичилардин сетивелинидиған гөш мәһсулатлириниң баһасини өстүрүп беришни тәләп қилған.
Моңғул чарвичилар бу тәлипини түнүгүн гувулатҗончи наһийилик әрзийәт идарисигә билдүргән. Хәвәрдин мәлум болушичә, чарвичиларниң топлишип вә лозунка көтүрүп наразилиқ билдүрүши хитай даирилирини әндишигә салған, нәтиҗидә хитай қораллиқ күчлири нәқ мәйданға йетип келип, намайишчи чарвичилардин 4 нәпирини тутқун қилған, әмма қалған чарвичилар, тәләплиридин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрүп һөкүмәт бинаси алдида намайишни давамлаштурған.