Хитай бир дөләт еңини күчәйтмәкчи икән
2023.09.18
Йеқинда әнглийә “иқтисадшунас” тори “хитай бир дөләт кимлики яритишни илгири сүрмәктә” намлиқ бир мақалә елан қилған болуп, униңда хитайниң ички моңғулдики ассимилятсийә оюни вә моңғулларни пүтүнләй хитайлаштурушниң ахирқи нишан болуп қалғанлиқи асаслиқ тема қилинған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “моңғул тили хитайда йоқалмақта. Бу һәргиз тәбиий болған иш әмәс. 3 Йил бурун хитай мәркизий һөкүмити ички моңғулдики мәктәпләрдә бәзи дәрсләрниң хитайчә (путуңхуа, йәни ортақ тилида) өтүлүшини тәләп қилғанда қаршилиқ һәрикити қозғалғаниди. Әмма бир йилдин кейин хитай қанун чиқирип, моңғул аптоном районида аз санлиқ милләт тилида (моңғул тилида) дәрс өтүшкә йол қоюш бәлгилимисини бикар қилди. Бүгүн, ички моңғулдики пүтүн күнлүк йәслидики балиларғиму хитайчә өгитилиду. Йәрликтики кишиләрниң ейтишичә, техиму көп мәктәп вә синипларда дәрсләр хитайчә өтүлмәктә”.
Ички моңғулда елип бериливатқан ассимилятсийә сиясити уйғур районидиму аллиқачан башланған болуп, хитай һөкүмити 2017-йил елан қилған “аптоном районниң мәҗбурий маарипи басқучидики қош тил оқутуши дәрслик лайиһәси” намлиқ һөҗҗитидә ениқ қилип: “2017-йили 9-айниң 1-күнидин етибарән башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпләрниң биринчи йиллиқидин башлап, барлиқ дәрсләр дөләт ортақ тил-йезиқи арқилиқ өтилиду, шуниң билән бир вақитта мәзкур милләтниң әдәбият дәрслики қошумчә өтилиду” дейилгән. Әмәлийәттә, 2017-йил 9-айдин башлап, уйғур тили барлиқ маарип системисидин чиқирип ташланғаниди.