Паалийәтчиләр иреландийә һөкүмитини хитай һөкүмитигә кишилик һоқуқни қоғдаш тәлипини қоюшқа чақирди
2025.02.17
Иреландийәдики уйғур вә хоңкоңлуқ паалийәтчиләр 2-айниң 17-күни иреландийә һөкүмитигә очуқ хәт йоллап, иреландийә рәһбәрлирини хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән көрүшкәндә униңға кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирған.
Иреландийә мухбири финбар бермиңһам (Finbarr Bermingham) өзиниң тивиттер һесабида бу очуқ хәтни елан қилған болуп, паалийәтчиләр бу хетидә хитай һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ җинайити вә дөләт һалқиған бастурушиға учраватқан уйғурлар, җүмлидин иреландийәдә хитайниң бесими вә тәһдитигә учраватқан уйғурлар, шундақла демократик һоқуқлири тартивелинған хоңкоңлуқларниң әндишисини ипадилигән. Улар иреландийә һөкүмитигә чақириқ қилип: “силәр уйғурларни кәң көләмдә тутқун қиливатқан, ассимилятсийә сиясити йүргүзүватқан хитайға бу мәсилини дадил оттуриға қоюңлар; түрмидики уйғур зиялийси раһилә давут билән хоңкоңлуқ нәшриятчи җимми ләй (Jimmy Lai) қоюп беришни тәләп қилиңлар” дегән.
Паалийәтчиләр бу хетидә йәнә иреландийә һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситини, болупму содини, мәнпәәтни кишилик һоқуқниң үстигә қоюш сияситини тәнқидлигән болуп, хитай билән болған мунасивәттә кишилик һоқуқни қурбан қиливәтмәсликни алаһидә тәкитлигән.
2-Айниң 13-күни, хитай ташқи ишлар министири ваң йи әнглийәгә зиярәткә барған болуп, униң алдида, йәни 2-айниң 8-күни лондон шәһәр мәркизидә, хитайниң чоң көләмлик әлчихана селишиға қарши 4000 кишилик намайиш өткүзүлгәниди. Әнглийә вә қошна дөләтләрниң хитай билән һәмкарлиқини күчәйтмәкчи болуши кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң әндишисини қозғап кәлмәктә.









