Блинкен хитайниң җәнубий деңиздики “хәтәрлик” вә “қанунсиз” һәрикәтлирини тәнқид қилған
2024.10.11
Америка ташқи ишлар министири блинкен 11-өктәбир җүмә күни, шәрқи-җәнубий асия дөләтлири иттипақиниң башлиқлар йиғинида сөз қилип, хитайниң җәнубий деңиздики “үзлүксиз әдәватқан хәтәрлик һәм қанунсиз” һәрикәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини, американиң һинди-тинч окян районида “деңиз қатнаш әркинликини давамлиқ қоғдайдиғанлиқи” ни билдүргән.
Хәвәрләрдә йәнә 11-сентәбир лаос пайтәхти вийентянда өткүзүлгән йиғинда филиппинниң, хитайниң җәнубий деңиздики “иғвагәрлик вә тәһдит селиш” қилмишлири үстидин шикайәт қилғанлиқи қәйт қилинмақта. “германийә долқунлири” радийосиниң билдүрүшичә, блинкен йиғинниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә мундақ дегән: “биз хитайниң җәнубий вә шәрқий (хитай) деңизидики үзлүксиз әдәватқан хәтәрлик һәм қанунсиз һәрикәтлиридин давамлиқ әндишә қилмақтимиз. Шәрқий җәнубий асия пуқралириниң ярилиниши, парахотлириниң зиянға учришини кәлтүрүп чиқарған бу вәқәләр, (хитайниң) ихтилапни тинчлиқ билән һәл қилиш вәдилиригә хилаплиқ қилмақта”.
Билинкен йиғинда пирезидент байденға вакалитән қилған сөзидә йәнә, американиң “һинди-тинч окян районидики деңиз қатниши вә һава қатниши әркинликини давамлиқ қоллайдиғанлиқи” ни ейтқан. Хәвәрләрдә қәйт қилинишичә, йиғинда филиппин пирезиденти фердинанд маркус хитайниң һәрикитиниң мәзкур районда җиддийликниң давамлишишиға сәвәб болғанлиқини, бейҗиңниң хәлқара қанунға хилаплиқ қиливатқанлиқини билдүрүп, филиппин “давамлиқ хитайниң паракәндичилики вә тәһдитигә учримақта” дегән. Шәрқи-җәнубий асийә дөләтлириниң бу қетимлиқ башлиқлар йиғини, җәнубий деңизда хитай билән филиппин вә вийетнам арисидики қаршилишиш күчәйгән, хитай бу дөләтләрниң парахотлириға иғвагәрчилик қилишни давамлаштуруватқан бир пәйттә өткүзүлгән. Мәлум болушичә, йиғинда филиппин пирезиденти шәрқий-җәнубий асия дөләтлири иттипақини хитай билән җәнубий деңиз тоғрулуқ сөһбәткә чақирған. Хитай дуняниң әң муһим деңиз сода қатнаш йоли болған җәнубий деңиз райониниң асасән һәммисидә игилик һоқуқи барлиқини дәва қилмақта. Хәлқара сот 2016-йили хитайниң игилик һоқуқ тәлипини қанунсиз дәп елан қилған болсиму, әмма хитай буни етирап қилмиған.