Ички моңғулдики кан партлашта көп санда адәм өлди

Мухбиримиз үмидвар
2016.12.05


Ички моңғул аптоном райониниң чифең шәһиридики бир көмүр канда шәнбә күни партлаш йүз берип, аз дегәндә 30 адәм өлгән вә мәлум сандики адәм яриланған. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, аз дегәндә 32 адәм һаятидин айрилған.

Йәкшәнбә күни ички моңғул даирилири партлаш вәқәсиниң сәвәбини тәкшүриватқанлиқини һәмдә вәқәниң келип чиқишиға мунасивәтлик сәвәбкарларниң тутуп туриливатқанлиқини билдүргән.

Б б с агентлиқниң хәвәр қилишичә, партлаш йүз бәргәндә 181 адәм ишләватқан болуп, 149 адәм бихәтәр һалда кан қудуқи үстигә чиқишқа мувәппәқ болған.

Партлаш йүз бәргән көмүр канниң нами бавма көмүр кани болуп, униң йиллиқ ишләпчиқириш миқдари 450 миң тонна икән.

Ички моңғулдики мәзкур көмүр кан партлаш вәқәси йүз бериштин 5 күн бурун,хейлоңҗаң өлкисиниң читәй шәһиридики бир көмүр кандиму партлаш йүз берип, 21 адәм һаятидин айрилған..

Хитай көмүр кан вәқәлири әң көп чиқидиған мәмликәтләрниң бири һесаблинидиған болуп, бу йил 1-айдин таки һазирғичә хитайда җәмий 22 қетим көмүр кан партлаш вәқәси йүз берип, өлгәнләрниң сани миңдин ешип кәткән.

Мәлум болушичә, ичи моңғул хитайниң муһим көмүр кан базилиридин бири һесаблиниду. Һазирчә, ички моңғулдики кан партлашниң көмүр гази билән мунасивәтлик икәнлики пәрәз қилинмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.