Хитайниң лагерларда уйғур тутқунлириға “чаңчилә” өгитиватқанлиқи мәлум болди

Мухбиримиз әркин
2018.12.31

Хитай һөкүмити хәлқара җәмийәтниң уйғур аптоном районидики лагерларға қаратқан тәнқидини рәт қилип, униңға қарита өзиниң тәшвиқатини давамлиқ күчәйтмәктә. Хитай мәркизи телевизийә қанилиниң “шәрқ вақти” программиси 30‏-декабир күни лагерлар һәққидә программа тарқитип, лагердики бәзи уйғур тутқунлирини зиярәт қилған. Программида тутқунлар өзлириниң лагердики һаятиниң рәңгарәң вә мол мәзмунларға игә икәнликини тәкитлигән. Тәйвән мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, программида пәйзиват наһийисидики бир лагерда тутуп турулуватқан абдулла абдуреһим исимлик тутқун өзиниң лагерда “җиңҗү тиятири” ни өгинип, хитайниң чаңчилә оюни “яң гуйфей” ни орундашни өгәнгәнликини билдүргән. У өзиниң бурунқи турмушиниң “бәк рәңсиз” лики, лагердики һазирқи турмушиниң “рәңгарәң” лиқини билдүрүп, “һазирқи турмуш һалитини бәк яхши көрдүм” дегән.

Хитай мәркизи телевизийә қанилиниң мәзкур программиси хәлқара җәмийәт хитайниң бир милйондин артуқ уйғурни йиғивелиш лагерлириға қамап, уйғур мәдәнийити, ана тили вә диний етиқадини чәклишини “етник тазилаш”, “мәдәнийәт қирғинчилиқи” дәп әйипләватқан мәзгилдә тарқитилди. Тәйвән мәркизи агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, программида 29 яшлиқ абдисәмәт исимлик йәнә бир тутқун өзиниң “кәспий тәрбийиләш мәркизигә кирип, тәрбийилиниватқанлиқиға интайин хурсәнлики” ни билдүргән. Программида йәнә бәзиләрниң аяқ завутиға кирип ишләватқанлиқи, ейиға 2800 миң йүән мааш алидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Буниң алдида бәзи хәлқара таратқулар хитайниң райондики лагерларда ишләпчиқириш сехлирини қуруп, тутқунларни мәҗбури әмгәккә селиватқанлиқини ашкарилиған. Йеқинда америкиниң сода ширкити хотәндики бир лагерда ишләпчиқирилған тәнтәрбийә кийимлирини импорт қилип, америка базириға салғанлиқи үчүн қаттиқ тәнқидкә учриған. Америкидики нурғун алий мәктәпләр бу ширкәтниң мәһсулатини сетишни чәклигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.