Марко рубйо вәзипигә тәйинләш гуваһлиқ йиғинида уйғурлар мәсилисини тилға алди
2025.01.15
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң министир намзати, кеңәш палата әзаси марко рубийо 15-январ чүштин бурун өткүзүлгән вәзипигә тәйинләш гуваһлиқ йиғинида уйғурлар мәсилиси һәққидики соалларға җаваб берип, өзлириниң уйғурлар мәсилисидики мәйданиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүрди.
Гуваһлиқ йиғинида ташқи ишлар министири намзати кеңәш палата әзалириниң соаллириға җаваб бериш арқилиқ өзиниң лаяқәтлик намзат икәнликини испатлайдиған болуп, шу қатардики соалларниң бирини кеңәш палата әзаси җеф меркелий (Jeff Merkley) сориди. У марко рубийониң уйғур елидики мәҗбурий әмгәккә қарши туруш мәсилисидә вуҗудқа чиқарған нәтиҗилирини алаһидә муәййәнләштүрди. Арқидинла нөвәттә тайланд түрмисидә тутуп турулуватқан уйғурлар мәсилисидә америка һөкүмитиниң қандақ позитсийәдә икәнликини сориғанда марко рубийо ениқ қилип: “биз давамлиқ тайланд һөкүмитигә бу уйғурларни хитайға қайтурувәтмәслик һәққидә бесим ишлитимиз” деди. Шундақла уйғур елидики мәҗбурий әмгәк мәсилиси һәққидә тохтилип, “хитай һөкүмитиниң уйғурларни заманиви қуллар лагериға қамишини кәскин әйибләймиз” деди.
Гуваһлиқ йиғинида соралған кәскин соалларниң бири хитай мәсилиси болуп, марко рубийо хитайни “дөлитимиз та һазирға қәдәр дуч келип бақмиған хәтәрлик вә йошурун болған дүшмән дәриҗисидики дөләт” деди. У өткән мусапиләрни қисқичә әсләп өткәндин кейин америка һөкүмитиниң хитайға “тәрәққий қиливатқан дөләт” дәриҗисидә муамилә қилип кәлгәнлики, шуниңдәк уларниң сода саһәсидики алдамчилиқ қилмишлириға көз юмғанлиқини тилға елип: “әгәр биз хитай һәққидики һазирқи мәйданимизни йәнила өзгәртмисәк 10 йилға бармайла һаятимиздики һәммила нәрсидә хитайниң қолиға қарайдиған болуп қалимиз” деди.
Гуваһлиқ йиғинидин кейинки муһим қәдәм бу һәқтә аваз бериш болуп, навада аваз бериш утуқлуқ болса бу йил 53 яшқа киргән марко рубийо латин-америкалиқлар әвладидин тунҗи болуп америка ташқи ишлар министири болған киши болуп қалидикән.