Хитай компартийисиниң моңғул алий дәриҗилик рәһбири кадири вәзиписидин қалдурулди

Мухбиримиз үмидвар
2018.02.26

Йәкшәнбә күни хитай асасий қанунидин дөләт рәиси вә муавин рәисиниң вәзипә өтәш мөһлитиниң чиқириветилишигә аит мәтбуат учурлири тарқилип, буниң ши җинпиңниң әбәдий рәис болуш арзусиниң ипадиси икәнлики тәһлил қилиниватқанда хитай компартийисиниң йәнә бир алий дәриҗилик рәһбири кадири, моңғул миллитидин келип чиққан яң җиңниң вәзиписидин қалдурулғанлиқиму тәңла оттуриға чиқти.

Хитай һөкүмәт мәтбуатлиридин шинхуа агентлиқи 18-нөвәтлик компартийә мәркизи комитети секретариятиниң секретари, дөләт ишлири комиссари вә дөләт ишлири кабинети баш катипи яң җиңниң вәзиписидин қалдурулуп, униң үстидин дело турғузулуп тәкшүрүшкә башланғанлиқи ашкариланди. 

Хитай мәркизи интизам тәкшүрүш комитети униң “сиясий интизам вә сиясий қаидигә хилаплиқ қилғанлиқи”, “узун мәзгил қанунсиз карханичилар вә җәмийәттики қанунсиз кишиләр билән алақә қилғанлиқи”, һәм “зор шәхсий пайда үчүн қулайлиқ шараит һазирлиғанлиқи” қатарлиқ җинайәтлирини көрсәткән.

Яң җиң көп йиллар миллий районларда хизмәт қилған болуп, у ички моңғулниң ордос районидики җуңғар аймиқидин иди. Ички моңғул университетиниң хитай тил-әдәбият кәспини пүттүргән, бу йил 64 яшқа киргән яң җиң 2003-йили, ички, моңғул аптоном райони рәиси вә 2008-йилидин кейин хитай мәмликәтлик миллий ишлар комитетиниң мудири һәм хитай компартийиси бирликсәп идарисиниң муавин башлиқи болған.

Яң җиң моңғуллар арисида хитай муавин дөләт рәиси болған уланфудин кейин мәркизи һакимийәт вә компартийә мәркизи комитетида юқири һоқуқ тутқан моңғул һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.