Олаф шолиз хитайдин уйғурларға қаритиватқан инсанийәткә қарши җинайитини тохтитишни тәләп қилишқа чақирилди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.04.16

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати германийә баш министири олаф шолизни хитайдики зиярити мәзгилидә уйғурлар мәсилисини оттуриға қоюшқа чақирған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитайда рәсмий зиярәттә болуватқан германийә баш министири олаф шолиздин, хитай һөкүмитини уйғурлар вә башқа түркий милләтләргә қаратқан инсанийәткә қарши җинайитини аяғлаштурушқа чақиришни тәләп қилған.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати 12- айрил күни елан қилған очуқ хетидә мундақ дегән:

“олаф шолиз бу қетимлиқ зияритидә хитай әгәр еғир кишилик һоқуқ мәсилилирини һәл қилмиса, буниң икки дөләт мунасивитигә зиян йәткүзидиғанлиқини ениқ оттуриға қоюши керәк. Җүмлидин у, хитайниң шинҗаңдики уйғурлар вә башқа түркий хәлқләрни нишан қилған инсанийәткә қарши туруш җинайитини ахирлаштурушини, тонулған уйғур алими, етнографийә пирофессори раһилә давут вә сахароф мукапати саһиби илһам тохти қатарлиқ халиғанчә қолға елинған вә түрмигә ташланған йүз миңлиған уйғурларни әркинликкә чиқиришини тәләп қилиши керәк.”

Хәвәрләрдин қариғанда, германийә баш министири шолизниң хитай зиярити 13-апрел хитайниң чуңчиң шәһиридин башланған болуп, у шаңхәй вә бейҗиңда зиярәттә болғандин кейин, 16- апрел күни хитай рәиси ши җинпиң вә баш министир ли чяң билән көрүшидикән.

Шолиз әң ахирқи қетим 2022-йили 11-айда бейҗиңни зиярәт қилған болуп, әйни вақитта у бир чоң сода вәкилләр өмикини хитайға биллә елип барған иди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң германийә директори вензел мичалски баянаттики сөзидә: “баш министир шолизниң германийәниң тар сода мәнпәәтини дәпла, кишилик һоқуқ мәсилисини арқа пиланға иттәрмәслики, кишилик һоқуқ мәсилисини муһим орунға қоюш германийәниң узун муддәтлик мәнпәәти үчүн пайдилиқ”, дәп көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.