Хотәндики қаштеши оймичилиқи кәспий мәктәплири диққәт қозғиди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.31

Хитай хәвәрләр ториниң 31-өктәбир күни тарқатқан бир хәвиридә, хотән вилайитидә елип берилған қаштеши оймиси мусабиқисигә қатнаштурулған әсәрләрниң хотәндики 3 кәспий тәрбийәләш мәркизидики оқуғучилар тәрипидин лайиһәләнгәнлики баян қилиниши диққәт қозғиди.

Хәвәрдә дейилишичә, хотән қаштеши хам материял қилип ясап чиқилған бу әсәрләрни хотән наһийәлик қаштеши кәспий техника институти, қарақурум кәспий мәктипи вә хотән қаштеши оймичилиқ кәспий тәрбийәләш орни оқуғучилири ясиғаникән. Хәвәрдә, бу мәктәпләрниң бири болған хотән наһийәлик қаштеши оттура кәспий техника институтиниң зибу-зиннәт пишшиқлап ишләш вә ишләпчиқириш кәспи тиҗарити қиливатқанлиқиға йәттә йил болғанлиқи тилға елинған.

Хотән вилайити хитай һөкүмитиниң “кәспий маһарәт билән тәрбийәләш” вә “ишик алдида ишқа орунлишиш” намидики мәҗбурий әмгәк түрлири әң көп йолға қоюлған җайларниң бири. Техи йеқинда бир хитайниң назарәтчиликидә йүкүнүп олтуруп таш ичидин қаштеши илғаватқан уйғур аяллириниң син көрүнүши иҗтимаий таратқуларда тарқилип күчлүк диққәт қозғиғаниди.

Юқирида тилға елинған хотән қаштеши оймичилиқ кәспий тәрбийәләш орниниң тор бетидиму оймичилиқ сехида ишләватқан уйғур қиз-аяллириниң рәсимлириниң болуши, бу кәспий тәрбийәләш дәп аталған җайларниң әмәлийәттә уйғурлар әрзан баһада мәҗбурий әмгәккә селиниватқан орун болуши мумкинлики һәққидики гуманларни күчәйтмәктә.

Хитай хәвәрләр ториниң хәвиридә, юқиридики мәктәпләрниң пәқәт биридила 300 гә йеқин қаштеши оймичилиқ хадимлири йетиштүрүлгәнлики илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.