Хитайниң ғәрб дунясидики квант тәтқиқати уйғур диярини нишан қилған

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.06.13

“германийә долқунлири” ниң 13-июндики тәкшүрүш доклатида ейтилишичә, хитай һөкүмитиниң квант (quantum) физикиси саһәсидики тәтқиқатлири ақивәттә уйғур дияридики сиясий контроллуқ вә қирғинчилиққа тәдбиқланған.

Доклатта ейтилишичә, германийәдики хейдилберг (Heidelberg) университети квант физикиси саһәсидики байрақдар орун болуп кәлгәнликтин дуня бойичә бу саһәдики тәтқиқатчилар әң көп йиғилидиған бир җайға айлинип қалған. Хитай физика алими пән җйәнвейму шу қатарда 2003-йили австрийәдики докторлуқ оқушини тамамлап бу университетқа тәтқиқатчи болуп кәлгән. Бу җайда у квант алақиси саһәсидики тәтқиқатқа қатнашқан һәмдә сүний һәмраһ, телефон қатарлиқларда қоллинилидиған “йирақ арилиқ билән бихәтәр вә муқим алақилишиш” принсиплирини өгәнгән. Бу җәрянда у германийәдики һәр дәриҗилик тәтқиқат орунлири, җүмлидин хумболд (Humboldt) фондиға охшаш пән-техника җәмийәтлиридин йилиға нәччә йүзмиң явродин нәччә милйон явроғичә тәтқиқат хираҗити алған.

Һалбуки 2008-йили пән җйәнвей явропа иттипақи вә германийәдики пән-техника җәмийәтлириниң нәччә милйон явролуқ маддий ярдими билән қуруп чиққан тәҗрибиханини хитайға йөткәп кәткән. 2016-Йилиға кәлгәндә пән җйәнвейниң хитай дөләт мудапиә университети қармиқидики тәтқиқат гурупписи дуня бойичә тунҗи квант сүний һәмраһини бошлуққа қоюп бәргән. Аридин узун өтмәй мәзкур квант физикиси тәтқиқат гурупписи бир ширкәт болуп қурулған һәмдә шаңхәйдә ‍өзлириниң пай чәклирини базарға салған.

Әнә шу вақитларда уларниң 2017-йили уйғур диярида бир тармақ тәтқиқат орни қурғанлиқи, буниң хитай һөкүмити үчүн һәрбий вә бихәтәрлик саһәси бойичә мулазимәт қилғанлиқи мәлум болуп, америка һөкүмити бу ширкәтни “қара тизимлик” кә алған. Пән җйәнвей бу һәқтә мухбирларға сөз қилип: “шинҗаңдики тармақ ширкәтниң ечилғанлиқидин мениң хәвирим йоқ икән” дегән. Йел (Yale) университетиниң тәтқиқатчиси чең яңяң бу һәқтә тохтилип: “аллиқачан һәрбий районға айлинип қалған шинҗаңда бундақ бир тармақ ширкәтниң ечилиши тасадипийлиқ әмәс. Бу җайда бундақ бир ширкәтниң дуняға келиши уларниң хитай дөләт бихәтәрлик органлири билән бәкму қоюқ алақиси барлиқини ишарә қилиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.