Хитайниң “тили билән дили бирдәк әмәслики” диққәттә болмақта
2023.06.08
Америка-хитай мунасивити йириклишип меңиватқанда һәр икки тәрәпниң бу хил йирикликтин келип чиқиш алдида турған техиму зор тоқунушқа кирип қалмаслиқни истәватқанлиқи йеқиндин буян көпләп мәлум болған иди. “вашингтон почтиси” гезитиниң обзорчиси җош рогин (Josh Rogin) имзасида 7-июн елан қилинған бу һәқтики обзор мақалисидә көрситилишичә, байдин һөкүмити бир қатар әмәлий һәрикәтләр арқилиқ хитай билән болған мунасивитини юмшитишқа урунуватқанда хитайниң “тили билән дили бирдәк әмәслики” йәнә бир қетим намаян болушқа башлиған.
Хәвәрдә ейтилишичә, нөвәттә америка һөкүмити “истратегийәлик риқабәтни тоқунушқа айландуруп қоймаслиқ” пиринсипи бойичә иш көрүватқан болсиму хитай һөкүмитиниң нөвәттә қиливатқанлири уларниң дәватқанлири билән задила чәк басмай келиватқанлиқи мәлум. Аптор буниңға мисал қатарида хитай дөләт мудапиә министири ли шаңфуниң йеқинда аяғлашқан 2023-йиллиқ “шаңрила мунбири” дә “мәлум дөләт” дегән шәклидә америка қошма шитатлирини әң начар ибариләр билән чеқивалғанлиқини мисал алған. Ли шаңфу бу йиғинда ашкара қилип “бизниң аммибаб нахшилиримизниң биридә ‛достлар кәлсә мәй-шарап, бөрә кәлсә милтиқ-пичақ‚ дегән қурлар бар” дегән. Ли шаңфуниң йерим саәтлик сөзидә бу хилдики һуҗум характерлик ибариләр көпләп қоллинилған болуп, америка һөкүмити үчүн бир қатар буйруқвазлиқ аһаңидики тәвсийәләр оттуриға ташланған.
Аптор өзи зиярәт қилған бир қатар мутәхәссисләрниң пикири асасида “хитай һазир америка һөкүмитигә ‛бу райондин тез чиқип кәт‚ дегән учурни йоллаватқан болуп, бу уларниң биз билән болған мунасивитини муқимлаштуруш нийитиниң йоқлуқини билдүриду” дегән. Апторниң қаришичә, хитайниң нәзиридә икки тәрәп мунасивитини “нормаллаштуруш” үчүн америка һөкүмити уйғур қирғинчилиқини тилға алмаслиқи, тәйвән мәсилисидин ваз кечиши һәмдә хитайниң тәңсиз сода паалийитигә йол қоюши лазим. Аптор мушу әһвалларни әскәртип “бундақ әһвалда америка қилишқа тегишлик болған әң ақиланә иш шуки, иттипақдашлири билән қоюқ алақә орнитип, асия районида бәрдәм туруштур” дәйду.