Ата-түрк айродромидики 11 нәпәр уйғурниң түркийәгә киришигә йол қоюлғанлиқи илгири сүрүлди
2018.12.31
Түркийәниң истанбул шәһиридики ата-түрк хәлқара айродромида йеқинқи 3 айдин бери тутуп турулуватқан 11 нәпәр уйғур мусапириниң 30-декабир күни қоюп берилип, түркийәгә киришигә йол қоюлғанлиқи илгири сүрүлди. Малайсия һөкүмити бу йил 10-айниң башлири бу уйғур мусапирлирини “гунаһсиз” дәп қоюп берип, уларниң түркийәгә кетишигә йол қойған. Әмма улар истанбул ата-түрк айродромиға қонғанда тутуп қелинип, түркийәгә киришигә йол қоюлмиған иди. Уларниң аз кәм 3 айдин бери ата-түрк айродромиға тутуп турулуши түркийәдики өктичи сияси-партийә гуруһлар, бәзи аммивий тәшкилатлар вә уйғур муһаҗирлириниң наразилиқиға учриған. Һөкүмәт уларниң сахта паспорт билән түркийәгә киргәнликини илгири сүрүп, уларни тәкшүрүватқанлиқини билдүргән иди. Лекин түркийәдики “шәрқий түркистан иҗтимаий тәшкилатлар бирлики”, “шәрқий түркистан маарип һәмкарлиқ җәмийити” қатарлиқ органларниң 30-декабир елан қилишичә, малайсиядин кәлгән 11 нәпәр уйғурниң рәсмийәтлири беҗирилгән дин кейин түркийәгә киришигә йол қоюлуп, аилилири билән җәм болған. Тайландниң малайсия чеграсиға йеқин җайдики бир мусапирларни тутуп туруш мәркизигә қамалған 20 дәк уйғур 2017-йили 11-айда мусапирлар мәркизидин қачқан. Уларниң бир қисми тайланд даирлириға тутулуп қалған болсиму, лекин юқириқи 11 киши мувәппәқийәтлик һалда малайсияға өтүп кәткән. Малайсия һөкүмити уларни “чеградин қанунсиз” кириш билән әйибләп, 1 йилдәк тутуп турған. Бу җәрянда хитай һөкүмити уларни қайтуруп беришни тәләп қилған болсиму, лекин малайсия һөкүмити хитайниң тәлипини рәт қилип, бу йил 10-айниң башлири уларни қоюп бәргән. Малайсия баш министири муһәммәд махатир бу йил 15-өктәбир мухбирларға қилған сөзидә, уларниң “малайсияда һечқандақ хаталиқ садир қилмиғанлиқи” ни билдүргән иди.
“шәрқий түркистан маарип һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидәйтулла оғузхан 30-декабир “фейсбук” та елан қилған баянатида, өзлириниң “шу мунасивәт билән түркийә һөкүмитидин түркийәдә туриватқан уйғур мусапирлириниң һәмисигә түркийә пуқралиқини беришини илтимас қилидиғанлиқи” ни билдүргән.









