Уйғур мәҗбурий әмгики тема қилинған рәсим көргәзмиси ню-йоркта башланди
2024.04.16
Уйғур мәҗбурий әмгики тема қилинған рәсим көргәзмиси 16 – айрил күни ню-йоркта башланди. Көргәзмигә “хитайда ишләнгән: сиз яхши көридиған маркилар уйғур мәҗбурий әмгикидин қандақ пайда еливатиду” дәп мавзу қоюлған болуп, уни “йәһудий чоң қирғинчилиқи” дин аман қалған язғучи, нобел мукапати саһиби елий визәл (Elie Wiesel) намида қурулған “елий визәл фонди” орунлаштурған.
“елий визәл фонди” 16- айрил күни X кә йоллиған учурида мундақ дегән:
“нәччә онлиған маркилар шәрқий түркистандики уйғур хәлқиниң дөләт мәҗбурлишидики әмгәк күчидин пайдилинидиған тәминләш зәнҗиригә четилған. Әмди бу таварлар үчүн қурбан қилиниватқанларни ашкарилайдиған һәмдә инсанларни маркиларға бесим ишлитишкә үндәйдиған пәйт кәлди.”
Мәзкур фонди җәмийәт учурида йәнә, кишиләрни “уйғурларниң һекайилиригә ерәңшимәйдиған вә мәҗбурий әмгәктин пайда алидиған ширкәтләрни ашкарилайдиған сәнәт әсәрлири көргәзмисигә қәдәм тәшрип қилишқа” тәклип қилған.
16- Айрил күни башланған бу рәсим көргәзмиси әслидә “елий визәл фонди”, дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән бирликтә орунлаштурған вә ню-йорк шәһиридә ечилиш алдида турған “уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш” темилиқ муһакимә йиғининиң бир парчиси болуп, у, 4-айниң 17-, 18-күнлири ечилидиған йиғинниң муқәддимиси болуп һесаблинидикән.
Икки күн давам қилидиған йиғинға америка ташқи ишлар министирлиқи ирқий қирғинчилиқ мәсилиси алаһидә әлчиси еллен гермайн (Ellen Germain), шундақла нопузлуқ ислам өлималири вә йәһудий рабийлиридин башқа йәнә, манхаттин институти ирқий қирғинчилиқ вә динлар ара тәтқиқат мәркизи, америка йәһудий чоң қирғинчилиқи музейи қатарлиқ орунлар қатнишидиғанлиқи мәлум.