Хитай даирилири уйғур ели билән өзбекистанниң сода вә истратегийәлик һәмкарлиқини чоңқурлаштуруш һәққидә келишим имзалиған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.04.16

Хитайниң тәңритағ ториниң хәвиридин қариғанда, уйғур районлуқ парткомниң секретари ма шиңрүй, уйғур районлуқ һөкүмәтниң рәиси әркин тунияз билән бирликтә 16-айрил күни өзбекистанниң мәбләғ селиш, санаәт вә сода министирлиқиниң муавин министири иззәт қасимофни күтүвалған болуп, икки тәрәп учришишта өз ара һәмкарлиқни чоңқурлаштурушқа вәдә берип, бир қатар келишимләрни имзалиған.

Хәвәрдин қариғанда, икки тәрәп сода вә мәбләғ селишни кеңәйтиш, йеңи енергийә санаитини тәрәққий қилдуруш, деһқанчилиқ, чарвичилиқ мәһсулатлири содиси вә техникиси, мәдәнийәт саяһәтчилики, маарип вә ихтисаслиқларни тәрбийәләш қатарлиқ саһәләрдә һәмкарлиқини ашуруш һәққидә сөзләшкән.

Ма шиңрүй йиғиндики сөзидә буни “хитай вә өзбекистанниң йеңи дәврдики универсал истратегийәлик шериклик мунасивитиниң чоңқурлишиши” дәп атиған.

Бу учришиштин бир күн бурун, йәни 15-апрел күни үрүмчидә йәнә, мәхсус “өзбекистан-шинҗаң иқтисад, сода, мәбләғ селиш вә саяһәт һәмкарлиқ вә алмаштуруш йиғини” дәп аталған бир йиғин өткүзүлгән болуп, йиғинға өзбекистанниң хитайдики баш әлчиханиси саһибханилиқ қилған икән.

Хитай һөкүмити йеқиндин буян оттура асия әллири билән болған һәр түрлүк алақини күчәйтмәкчи болуши һәмдә бундақ қилишта уйғур елини көврүк қилип қоллиниши диққәт қозғимақта. Йеқиндин буян уйғур елиниң рәһбәрлири билән өзбекистан рәһбәрлириниң өз-ара бериш келиши көпәйгән иди.

Шундақ бир пәйттә йәнә йеқинда хитай җамаәт хәвпсизлик министири ваң шявхуңму өзбекистанни зиярәт қилип, өзбекистан ички ишлар министири пулат бабаҗаноф билән “террорлуқ вә ашқунлуққа қарши туруш, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики вә башқа дөләт һалқиған тәшкиллик җинайәтләргә қарши турушта һәмкарлиқни күчәйтиш” һәққидә музакирә елип барғаниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.