Думбақ мунари сөһбити: “сүкүт сақлап қалалмиған уйғурлар”

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.06.08

Уйғур диярида зулум болуватқанлиқи дуняға мәлум болған болсиму, әмма бу зулумларниң тәпсилатиға даир бәзи һалқилар йәнила намәлум һалда туруп кәлгәнлики мәлум. Йеқинда “иқтисадшунас” гезити башқурушидики “думбақ мунари” сөһбәт программиси “қәпәз” сәрләвһилик мәхсус программа ишләп, уйғурлар дуч келиватқан нөвәттики қабаһәтниң ашу қараңғу сәһипилирини қисмән болисиму йорутуп бәрди.

Муһаҗирәттики уйғурлардин абдувәли аюп, кәвсәр вайит вә нигарә қатарлиқлар уларниң мәхсус зияритини қобул қилип, өзлири вәтәндин айрилғандин кейинки әһвалларға бирләштүргән һалда уйғурларниң нөвәттики реаллиқини тәсвирләп бәргән. Абдувәли образлиқ қилип чәт әлләргә чиқип кетишкә қадир болалиған уйғурларни “уйғурларниң ят әлләрдики сайилири, уйғурларниң һәқиқи җанлири болса төмүр қәпәз шәклидики лагер-түрмиләргә қамилип болған” дәйду.

Чәт әлләрдики уйғурларла әмәс, чәт әллик мухбирларғиму қатму-қат тосқунлуқларни пәйда қиливатқан уйғур дияриниң әһвалини билиш үчүн уюштурулған бу сөһбәттә сөһбәт иштиракчилири хитай һөкүмити ташқий дуняға қарита “һәммә иш ахирлашти, һаят нормаллашти” дегән мәзмунда учур йоллаватқан болсиму, у җайдики қабаһәтниң һелиму давам қиливатқанлиқини, шу қатарда һазир вәтәндики уруқ-туғқанлириға телефон қилишниңму бир түрлүк “җинайәт” саниливатқанлиқини, хитай һөкүмитиниң лагерларға қамалған уйғурлар арқилиқ уларниң чәт әлләрдики уруқ-туғқанлириниң авазини өчүрүп кәлгәнликини баян қилған.

Шуниң билән биргә хитай һөкүмитиниң “уруқ-туғқанлириңни ойлисаң зуваниңни өчүр” дегән услубта муһаҗирәттики уйғурларға бир ортақ қорқу селиватқанлиқи, нәтиҗидә нурғунлиған уйғурларниң вуҗуди әркин дуняда яшаватқан болсиму, әмма уларниң роһи аллиқачан “қәпәздики инсанлар” ға айлинип болғанлиқи, шу сәвәбтинму вәтәндики ашу мудһиш қәпәзләргә бәнт қиливетилгән уруқ-туғқанлири үчүн сөз яки һәркәттә болуштин өзлирини тартип кәлгәнлики, нәтиҗидә бу йосундики сүкүт қилиш арқилиқ уйғурларға аманлиқ әмәс, әксичә уйғур дияридики қабаһәтниң давам қилиши вә лагер-түрмиләргә қамалған уйғурларниң давамлиқ азап чекишигә чоң бир йочуқ ечилғанлиқи баян қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.