“ню-йорк вақти” гезити: “волкисваген хитайда өзини қандақ йоқитип қойди?”

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.10.31

“ню-йорк вақти” гезитиниң үрүмчидин тарқатқан хәвиридә көрситилишичә, аптомобил баһалиридики рәһимсиз риқабәт, истемалчиларниң еһтияҗидики мөлчәрләш қийин болған өзгириш вә уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилиси аптомобил саһәсидә 40 йилдин бери алдинқи қатарда туруп кәлгән волкисваген ширкитиниң киризисқа петишиға сәвәб болған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, өткән он нәччә йил мабәйнидә хитайда наһайити зор пайда алған волкисваген ширкити әмдиликтә хитайниң дөләт игидарчилиқидики банкилири вә йәрлик һөкүмәтләрниң хитайниң йәрлик машина ишләпчиқарғучилирини толуқлима мәбләғ билән йөләп, интайин әрзан баһалиқ аптомобилларни базарға селиши нәтиҗисидә херидарлиридин айрилип қелишқа башлиған. Волкисваген аптомобиллириниң хитайдики сетилиши өткән йили он пирсәнттин артуқ төвәнлигән болуп, бу пүткүл ширкәтниң пайдисиға еғир тәсир йәткүзгән. 

Йәнә бир мәсилә шуки, волкисваген явропа иттипақиниң хитай һөкүмитиниң өз ширкәтлирини толуқлима билән тәминләш арқилиқ адил риқабәткә хилаплиқ қилиш мәсилисини тәкшүрүшигә маслашмиған. Волкисваген ширкити хитайдин явропа базириға токлуқ аптомобил импорт қилмақчи болғанда, дәл явропа иттипақиниң хитай токлуқ аптомобиллириға қойған юқири таможна беҗиға тоғра кәлгән. У йәнә явропа иттипақиниң тәкшүрүшигә маслашмиғанлиқтин униңға қойған баҗ техиму юқири болған.

Хәвәрдә көрситилишичә, волкисвагенниң әң узун давамлашқан мәсилиси уйғур елидики кишилик һоқуқ мәсилиси болуп, у 2013- йили үрүмчидә қураштуруш завути қуруп, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан мәҗбурий әмгәк сияситигә шерик болған. Шуниңдин етибарән волкисваген ширкити бир тәрәптин хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә дуч кәлсә, йәнә бир тәрәптин америка вә бир қисим явропа дөләтлириниң уйғур мәҗбурий әмгикини чәкләштики тәдбирлиригә путлашқан. Волкисваген ширкити өткән йили әтиязда 30 миң данә алий дәриҗилик аптомобилиниң моторлири уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлиқтин, америка базириға киргүзәлмәй ахирида запчаслирини алмаштурушқа мәҗбур болған. Волкисвагенниң уйғур мәҗбурий әмгикини рәт қилиш нийитидә елип барған тәптиш ишиму күчлүк тәнқидкә дучар болған.

“ню-йорк вақти” гезитиниң дейишичә, волкисваген юқириқидәк хата сиясәтлири сәвәблик нөвәттә хитайдики ишләпчиқириш вә сетиш ишида җиддий киризисқа дуч кәлгән. Бу ширкәт һазир хитайда қапсилип қалған болуп, униң хитайдин чекинип чиқишиму ундақ асанға тохтимайдикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.