Вол-ситрет директорлири хитайниң һәрбий иғвагәрчилики вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә ярдәм қилған
2022.12.08
“фокс хәвәрлири” тори 8-дикабир елан қилған бир мақалисидә вол-стрет кочисиниң хитайдики зулумға ярдәм бәргәнликини әйбләп: “әгәр улар һәқиқәтән муһит, җәмийәт вә һөкүмәт билән һәмкарлишиш ишлириға көңүл бөлгән болса, хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, ирқий қирғинчилиқ вә һәрбий иғвагәрчиликни көрмәскә селип, пул тепиш биләнла болуп кәтмәйтти” дегән.
Мақалидә көрситилишичә, вол-стрет кочисидики икки чоң ширкәт —қараташ (BlackRock) билән җ п морган (JPMorgan) ниң директорлири “давамлиқ мәбләғ селиш” ни тәшәббус қилғучилар болуп, йеқинқи йиллардин буян улар “муһит, җәмийәт вә һөкүмәт билән һәмкарлишиш фонди” тәсис қилип, униңға нәччә он милярд доллар мәбләғ салған, 2017-йилдин бери бу фондниң қиммити 300 милярд долларға йеқинлашқан.
Әмма қараташ ширкити өткән йили мәбләғ салғучиларға хитайға салған мәблиғини үч һәссә ашуруш тәклипини бәргән болуп, хитайға узун муддәтлик мәбләғ селишниң пайдисини тәшвиқ қилған. Йәни бу ширкәт хитай компартийәсини бай қилиш бәдилигә униңдин нәп елиш йолиға маңған.
Мақалидә мундақ дейилгән: “америка дөләт мәҗлиси вә америка хәлқиниң әмди бу алдамчилиқниң һәқиқий йүзини, йәни бу ширкәтләрниң хитай компартийәсигә мәбләғ маңдуруватқанлиқини тонуп йетидиған вақти кәлди. Бу қилмиш хитайниң техиму заманивий вә хәтәрлик армийә қуруп, тәйвәнгә тәһдит селишиға ярдәм берипла қалмай, американиң дөләт хәвпсизликигә апәт кәлтүриду, шундақла американиң хитайдики тәминләш зәнҗиригә болған беқиндилиқини азайтиш тиришчанлиқини йоқ қилиду”.