Ши җинпиң тәйвәнни хитайға қошувелишқа һечкимниң тосқунлуқ қилалмайдиғанлиқини җакарлиған
2025.01.01
Хитай компартийәсиниң баш секретари ши җинпиң 2024-йил 12-айниң 31-күни қилған йеңи йиллиқ тәбрик сөзидә хитайниң тәйвәнни қошувелип, “вәтәнни бирликкә кәлтүрүши” гә һечкимниң тосқунлуқ қилалмайдиғанлиқини җакарлиған. У бу арқилиқ, 23 милйон нопуси бар тәйвәндики мустәқиллиқ тәрәпдарлириға агаһландуруш бәргән һәмдә хитайниң тәйвәнни ютувелиш нийитидин ваз кәчмәйдиғанлиқини тәкитлигән.
Ши җинпиң хитай мәркизий телевизийә истансиси арқилиқ пүтүн хитай пуқралириға қилған йеңи йиллиқ тәбрик сөзидә тәйвән һәққидә тохтилип: “тәйвән боғузиниң икки қирғиқидики хәлқ бир аилә, һечким бу аилә беғини үзәлмәйду, һечким дөләтниң бирликкә келишидин ибарәт бу тарихий муқәррәрликни тосуп қалалмайду” дегән.
“руйтерс агентлиқи” ниң бу һәқтә бәргән хәвиридә ейтилишичә, өткән бир йилда хитай тәйвәнгә һәрбий тәһдит селип келиватқан болуп, тәйвән әтрапидики деңиз вә һава бошлуқида һәрбий парахот вә айропиланлирини әвәтип турған. Тәйвән тәрәп буни хитайниң “һәрбий иғвагәрликни нормаллаштуруш һәрикити” дәп қариған.
Хитай изчил түрдә демократик түзүмдики тәйвәнни хитайниң бир қисми дәп қарап кәлгән болсиму, тәйвән һөкүмитиниң буни рәт қилип, пәқәт тәйвән хәлқиниңла тәйвәнниң тәқдирини бәлгиләйдиғанлиқини, хитай һөкүмитиниң тәйвән хәлқиниң таллишиға һөрмәт қилиши керәкликини тәкитләп кәлмәктә. Йеқинқи йилларда тәйвән билән хитай мунасивитиниң җиддийлишип бериватқанлиқи, болупму хитай һөкүмити “бөлгүнчи” дәп қариған ләй чиңдениң 2024-йил тәйвән пирезиденти болуп сайланғандин кейин, хитайниң тәйвәнгә болған бесими вә һәрбий тәһдитиниң күчийип кәткәнлики, бу мәсилиниң америка-хитай мунасивәтлириниң әң сәзгүр нуқтисиға айлинип қалғанлиқи мәлум.
Американиң “тәйвән мунасивәтлири қануни” американиң тәйвәнгә қорал сетишиға йол қойидиған қанун болуп, бу сәвәбтин америка билән хитайниң мунасивити яманлишип бармақта икән. 2022-Йил америка әмәлдарлири хитай каттибиши ши җинпиңниң 2027-йилдин бурун тәйвәнгә һуҗум қилидиғанлиқини билдүргәниди. Әмәлийәттиму хитай бу йил тәйвән әтрапида икки қетимлиқ һәрбий маневир өткүзүп, тәйвән мустәқилчилиригә агаһландуруш бәргән, зөрүр тепилса йәниму илгириләп һәрикәт қоллинидиғанлиқини җакарлиған болуп, сиясий көзәтчиләр бу һәрикәтләрни хитайниң тәйвәнни қораллиқ бесивелиш нийитиниң күчийиватқанлиқини көрситиду дәп қариғаниди.