Хитай иқтисадиниң келәр йиллиқ “гүллиниши” тоғрисида гуманлар оттуриға чиқмақта

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2023.12.14

Хитай рәиси ши җинпиңниң риясәтчиликидә чақирилған “мәркәз иқтисадий хизмәт йиғини” 12-декабир күни ахирлашқан болуп, йиғинда 2024-йилиға қарита хитай иқтисадиниң тәрәққиятини бәш пирсәнтлик өсүш сәвийәсидә сақлап қелиш нишан қилинған.

Әмма CNN ниң 14-декабирдики обзор мақалисидә ейтилишичә, хитайдики юқири дәриҗилик рәһбәрләрниң қанчилик арзу қилишидин қәтийнәзәр, нөвәттики вәзийәт хитай иқтисадиниң унчә зор санда ешишиға қарита көплигән амилларниң тосқунлуқини пәйда қилиду. Хитай һөкүмити бу қетимқи йиғинда “иқтисадий тәрәққият вә юқири сүпәтлик тәрәққият” ниң нөвәттики мәркизий вәзипә икәнликини тәкитлигән. Әмма нөвәттики хитай җәмийитидә барғансери төвәнләватқан истемал сәвийәси тоғрисида бир еғизму сөз болмиған.

Обзорда ейтилишичә, һазир хитайдики омумий истемал мәйли көләм яки миқдар җәһәттә алдинқи йилдикидин зор дәриҗидә төвәнләп кәткән. Буниңда көп хил сәвәбләр һәмдә кәлгүсидә немә болуш һәққидики түрлүк гуманлар мәвҗут болуп, нөвәттә ички еһтияҗниң көпәймәслики вә истемалчиларниң пул хәҗләштин еһтият қилиши әң типик сәвәбләрдин болуп қалған. Техиму муһими, хитай иқтисадиниң “паравузи” дәп қариливатқан өй-мүлүк базириниң касатлишиши түпәйлидин техиму нурғун кишиләр қолидики пуллирини банкида сақлашқа бәкрәк майил болушқа йүзләнгән. HSBC Банкисиниң малийә анализчиси ларий ху (Larry Hu) бу һәқтә тохтилип “хитайниң һазир зор көләмлик истемални қоллаш яки хусусий киримни зор дәриҗидә ашуруш тоғрисида бирәр әмили тәдбири йоқ. Бундақ әһвалда иқтисадниң ешиши қийин” дегән.

“базар” гезитиниң 13-декабирдики мулаһизә мақалисидә көрситилишичә, һазир хитайниң банка системисиму зор сүрәттә төвәнләватқан болуп, 2024-йили хитай өй-мүлүк саһәси аз дегәндиму төт тирилйон америка доллири қиммитидики мәбләғниң “парға айлинип кетиши” гә дуч келидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.