Хитай б д т ни күчләндүрүш арқилиқ өзиниң хәлқарадики орнини мустәһкәмләшкә тиришмақта
2025.03.25
Хитай ташқи ишлар министери дүшәнбә күни бейҗиңда бир хәлқаралиқ симпозиюм өткүзүп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ролини күчәйтиш арқилиқ өзиниң хәлқарадики орни вә тәсирини техиму мустәһкәмләшкә урунған. Хитайниң йәр-шари вақти гезитидә ейтилишичә, бу йиғинға 100 дин артуқ меһманлар қатнашқан болуп, уларниң ичидә чәтәл әлчилири вә хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллириму бар икән. Бу йиғинда б д т ниң ролини күчәйтип хәлқаралиқ тинчлиқ вә тәрәққиятни илгири сүрүш баш тема қилинған.
Йәр-шари вақти гезитидә ейтилишичә, хитай ташқи ишлар министери ваң йиниң бу йиғинға әвәткән язма баянатида, “бу йил дуня фашизмға қарши урушниң ғәлибә қазанғанлиқиниң, шундақла бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қурулғанлиқиниң 80 йиллиқи болуп, бу инсанийәт тарихидики бир һалқилиқ дәврдур” дегән.
Ваң йи сөзидә йәнә, “биз б д т ниң қурғучи әзаси вә бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болуш сүпитимиз билән б д т ниң асаслиқ ролини җарий қилдуруп һәммәйлән билән бирликтә һәмкарлишип һәқиқий көп-тәрәплимиликни тәрғиб қилимиз. Бир бирликтә бу өзгиришчан вә қалаймиқан дуняға муқимлиқ елип келип, техиму адил вә баравәрликкә игә болған хәлқаралиқ башқуруш системисини қуруп чиқишқа иҗабий енергийә беримиз” дегән.
Хитай һөкүмити 2017-йилидин бери уйғурларға қарши елип барған қәбиһ җинайәтлирини америка вә униң 10 дин артуқ иттипақдашлири ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт дәп әйиблигән иди. Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарши елип барған бу җинайәтлирини б д т му 2022-йили авғустта доклат елан қилип, уларни инсанийәткә қарши елип берилған җинайәт болуши мумкин дәп җакарлиған иди. Әмма хитай һөкүмити бир тәрәптин б д т да өзиниң қанунлуқ орнини вә тәсирини тикләшкә тиришқан болса, йәнә бир тәрәптин б д т хитайниң уйғурларға қаратқан җинайәтлирини дәлил-испатлири билән ашкарлиғинида, хитай б д т ни әйибләп өзиниң җинайәтлирини йошурушқа урунған иди.
Җәнубий хитай әтигәнлик гезитидә хитайниң икки йүзлимичилики тоғрисида йезилған мақалидә көрситилишичә, хитай ташқи ишлар министери ваң йи шәнбә күни японийә ташқи ишлар министери такеши ивая билән токйода көрүшкинидә, икки тәрәпниң техиму көп диалог вә һәмкарлиқ елип беришиниң муһимлиқини оттуриға қойған болсиму, әмма бир күн өтә-өтмәйла хитайниң һәрбий парахоти японийәгә тәвә диявйү арили әтрапида белиқчилиқ билән шуғуллиниватқан япон кемилирини қоғлап чиқарған. Мақалә токйо хәлқаралиқ университети хәлқаралиқ истратегийә институтиниң профессори рийо хината-ямагучиниң сөзини нәқил кәлтүрүп, “улар дипломатик сорунларда яхши нийитиниң барлиқини билдүрсиму, әмма уларниң һәрикәтлири нәқ униң әкси” дегән.









