Хитай һөкүмити голландийәдин юқири техника чәклимиси қоймаслиқни сориди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.03.28

Хитай сода министири голландийәниң мувәққәт ташқи сода министири җеффрей ван ливен (Geoffrey van Leeuwen) билән көрүшкәндә алаһидә қилип, йерим өткүзгүч ясашта қоллинилидиған өзәк техникисини хитайға давамлиқ сетип беришни тәләп қилған.

“җәнубий хитай әтигәнлик почта” гезитиниң 28-марттики хәвиригә қариғанда, хитай сода министири ваң вентав 27-март күни җеффрей ван ливенни бейҗиңда күтүвалғанда бу мәсилини мәхсус оттуриға қойған. У йерим өткүзгүч ясашта һәл қилғуч техникиға игә болған голландийәни хитайдин аҗрилип чиқмаслиққа дәвәт қилған һәмдә бундақ қилишниң хитайдики йерим өткүзгүч саһәсиниң тәрәққиятиға еғир зиянларни елип келидиғанлиқини тәкитлигән.

Голландийә йерим өткүзгүч ясашта интайин муһим болған вә DUV дәп атилидиған литографик запчасларни ясайдиған әң чоң ишләпчиқарғучи дөләт болуп, голландийәдики ASML гуруһи голландийәниң бу саһәдики авангарт ширкити болуп һесаблинидикән.

Америка һөкүмити болса хитайниң йерим өткүзгүч техникисиға игә болушини америка вә униң иттипақдаш дөләтлириниң бихәтәрликигә тәһдит, дәп қариғачқа, голландийәдин литографик запчасларни хитайға сатмаслиқни тәләп қилған иди.

Хәвәрдә дейилишичә, ASML гуруһи йеқинқи бәш йилдин бери бу саһәдики әң илғар дәриҗидин ташқири запчаслирини хитайға сетишқа чәклимә қоюп кәлгән болуп, ширкәтниң хитайға експорт контроллуқини күчәйтиши билән униң бултур хитайдики сетиш миқдари % 15 төвәнлигән. Хитай болса әқлий телефон, компютер вә машина қатарлиқ муһим заманиви үскүниләрдә кәм болса болмайдиған бу техникини өзи ясиялмайдикән.

Тасманийә университети асия тәтқиқат пирофессори җеймис чин (James Chin) “җәнубий хитай әтигәнлик почта” гезитигә бу һәқтә сөз қилип “хитай сода министири голландийәгә очуқла қилип <америкиға әгәшмәңлар, биз қиммәтлик сода һәмраһиңлар болалаймиз> дегән. Бу һал хитайниң өзәк мәсилисидә наһайити қаттиқ әндишигә чүшкәнликини көрситип бериду. Хитай болса бу техникиға еришиш үчүн барлиқ амалларни ишқа салмақта” дәп көрсәткән.

 

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.