Америка истихбарат баш директори: “хитайниң иқтисади қийинчилиқи уруш хәвпини күчәйтмәктә”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.03.13

Америка дөләтлик истихбарат баш директори аврил һейнес (Avril Haines) хитайниң еғир иқтисади қийинчилиқи униң тәйвән яки райондики баш рәқиблиригә һуҗум қилиш хәвпини күчәйтиватқанлиқини агаһландурған.

Аврил һейнесниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити американи хитайниң баш көтүрүшигә тосқунлуқ қилишта тәйвәнни қолланмақта дәп әйибләватқан бир пәйттә, тәйвән һәқиқәтән хитай билән америка арисидики йошурун тоқунушниң партлаш нуқтиси болмақта икән.

Аврил һейнес ханим 11-март америка кеңәш палатаси истихбарат алаһидә комитетида гуваһлиқ бәргәндә йәнә, американиң “алдинала ядролуқ зәрбә бериши” дин әндишә қиливатқан хитай рәһбәрлириниң, буниңға қарши һалда хитайниң ғәрби қисмиға 300 дин артуқ қуруқлуқтин қоюп берилидиған қитәләрара балистик ядро орунлаштурғанлиқини ейтқан.

Аврил һейнесниң билдүрүшичә, хитайниң ядро қораллар күчини үзлүксиз ашуруши, униң мунтизим һәрбий тоқунуш қозғаш җасаритигә илһам бериш хәвпини күчәйткән. Аврил һейнес мундақ дегән: “хитай һөкүмити американиң тәйвәнгә ярдәм беришни күчәйтишигә қарита техиму күчлүк тәдбирләрни алиду.”

Йеқиндин бери хитайниң тәйвәнгә тәһдит селиши техиму күчәйгән, хитай билән филиппинниң җәнубий деңиздики сүркилиши артқан, шундақла һиндистан баш министири модиниң өткән һәптә хитай һөкүмити “җәнубий тибәт” дәп атап келиватқан аруначал предаш штатини зиярәт қилиши хитайниң наразилиқиға учриған бир пәйттә аврил һейнес бу агаһландурушта болған.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити модиниң аруначал предашта зиярәттә болушиға дипломатик йосунда наразилиқ билдүрүп, бу районниң хитай земини икәнликини, һиндистанниң һәрикити икки дөләтниң ихтилаптики чегра мәсилилирини “техиму мурәккәпләштүридиғанлиқи” ни ейтқан. Америка кеңәш палатаси истихбарат алаһидә комитетиниң гуваһлиқ йиғинида, аврил һейнестин башқа америка федератсийә тәкшүрүш идариси, мәркизи истихбарат идариси, дөләт бихәтәрлик идарисини өз ичигә алған алтә асаслиқ истихбарат оргининиң мәсуллири гуваһлиқ бәргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.