Таҗсиман вируси вабасида хитай иқтисади еғир лиңшип қалған
2022.07.12
Өткән йигирмә йилда тәдриҗий һалда “йеңидин қәд көтүрүватқан иқтисад саһиби” дәп тәриплинишкә адәтлинип қалған хитайниң һазирғичә охшимиған дәриҗидә давам қиливатқан таҗсиман вирус вабасида еғир дәриҗидә һалсирап қеливатқанлиқи мәлум болушқа башлиди.
“нйо-йорк вақти” гезитиниң 11-июлдики хәвиридә ейтилишичә, хитай һөкүмити иҗра қиливатқан “вирусни нөлгә чүшүрүш” шоари бойичә хитайдики көплигән санаәт мәркәзлири, җүмлидин шаңхәй, җяңсу қатарлиқ җайлар нәччә айлап мәҗбурий йосунда қамалға елинған. Буниң билән ишләпчиқириш пүтүнләй тохтап, сода сарайлири вә ресторанларму тақиветилгән. Техиму муһими бу сәвәбтин ишсизлар қошуни зор дәриҗидә ашқан.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитай иқтисадида көрүлгән бу хил төвәнләш вә лиңшип қелиш вәзийити вирус вабаси башланған вақитлардила оттуриға чиқишқа башлиған икән. Нөвәттә буниң барғансери еғирлишишқа йүзлиниши кишиләрдә “хитай йолға қойған қаттиқ чарилар растинила вирус вабасини тәл-төкүс йоқиталарму?” дегән гуманни туғдурмақтикән. Хитай рәиси ши җинпиң йеқинда вирус вабаси әң дәсләп башланған вухән шәһирини зиярәт қилғанда “вирус вабаси һазирқи иқтисадий тәрәққиятқа аздур-көптур тәсир көрситиватиду. Әмма бәрдашлиқ беришниң өзи әң чоң ғәлибә” дегән.
Һалбуки йеңидин байқалған “омикрон” (Omicron) вариянтиниң тездин ямриши бу җәһәттики көплигән соалларни пәйда қилмақта. Буниң билән әмдиләтин қамал бикар қилинған районлардики нәччә он милйон адәмни қайтидин тәкшүрүп чиқиш, қамал чарилирини қайтидин иҗра қилиш дегәнләр иқтисадий саһәгә еғир бесимларни пәйда қиливатқанлиқи үчүн буниң нөвәттики хитайға нисбәтән қандақ “шумлуқ” лардин бешарәт икәнлики тоғрисидиму охшимиған әндишилик гуманлар оттуриға чиқмақта икән. Хитай һөкүмитиниң иқтисадий мәслиһәтчиликини қиливатқан мутәхәссисләрдин яң веймин июн ейида бу хилдики иқтисадий тәвриниш һәққидә сөз қилип “нөвәттә дөлитимизниң иқтисадий тәрәққиятини бузуватқан әң асаслиқ амил омумйүзлүк ишәнчсизликтур” дегәниди.