Хитай иқтисадида чекиниш вә астилаш давам қилмақта

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.20

Хитай иқтисадиниң давамлиқ арқиға чекинип, иқтисади өсүш сүритиниң изчил астилаватқанлиқи, шундақла пак чеки базириниң чүшүватқанлиқи билдүрүлмәктә. “вашингтон почтиси” гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай иқтисадиниң чекиниши сода ихтилапиниң техиму кәскинлишишидин дерәк бәрсиму, әмма хитай һөкүмити һәрикәткә өтүшни йәнила халимайватмақта икән.

“вашингтон почтиси” ниң 20-сентәбирдики хәвиридә, бу айниң хитай үчүн ечинишлиқ бир ай болғанлиқи, йеқинда елан қилинған иқтисади санлиқ мәлуматларда көрситилишичә дунядики 2-чоң иқтисади гәвдә болған хитайниң иқтисади өсүш сүрити күткәндинму тез астилиғанлиқи билдүрүлгән. “вашингтон почтиси” ниң қәйт қилишичә, бу вәзийәт анализчиларда хитайниң бу йиллиқ иқтисади өсүш сүритини бәш пирсәнткә йәткүзүш пилани әмәлгә ашмаслиқи мумкин, дегән қиясни пәйда қилмақта икән.

Хәвәрдә, хитайниң санаәт ишләпчиқириши вә парчә сетиши астилиғанлиқи, шуниң билән бир вақитта униң пай чеки базири вә өй-мүлүккә мәбләғ селишниң башчилап чүшүватқанлиқи, ишсизлиқ еғирлишип, пул қиммитиниң өрлиши йәнила җиддий мәсилә болуп туруватқанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, шундақтиму хитай әмәлдарлири 2008-йилидики йәр шари пул-муамилә киризисидә қолланғандәк кәң көләмлик иқтисадни һәрикәтләндүрүш пилани йолға қоюшни халимайватмақта икән.

Хәвәрдә, гәрчә хитайниң америка вә явропа иттипақи билән болған сода ихтилапи күчийиватқан, бу һал хитайниң өз мәһсулатлирини чәт әлдә сетиши иқтидарини аҗизлаватқан болсиму, әмма униң илғар ишләпчиқиришқа һәссиләп мәбләғ селиш вә иқтисади тәрәққиятта експортқа тайиниш истратегийәсини давамлаштуруватқанлиқи билдүрүлгән. “вашингтон почтиси” ниң қәйт қилишичә, хитай өй-мүлүк базиридики чөкүш хитай иқтисадидики кашилиниң мәркизидин орун алмақта икән. Һалбуки хәвәрдә, хитай өй-мүлүк базири йеқинқи вақитларғичә хитай иқтисадиниң чарәк қисмини тәшкил қилидиғанлиқи вә хитай оттура қатлам синипиниң асаслиқ байлиқ мәнбәси болуп кәлгәнлики тәкитләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.