Ши җинпиң хитай иқтисадиниң кәлгүси мүшкүлатқа толидиғанлиқини тәкитлигән

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.10.01

Дунядики иккинчи зор иқтисадий гәвдә, дәп қариливатқан хитайниң йеқинқи йиллардики иқтисадий чекиниши нөвәттә барғансери ашкариланмақта.

“сода дуняси” гезитиниң 1-өктәбирдики мулаһизә мақалисидә көрситилишичә, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 75 йиллиқини хатириләш йиғинида ши җинпиң алаһидә сөз қилған. У сөзидә “алдимиздики йол мушәққәтлик вә боран-чапқунлуқ болуши мумкин. Бу йол бәзиләр ойлиғандәк унчә раванму болмаслиқи мумкин” дегән. Әмма хитай һөкүмитиниң иқтисадий йүксилишни қозғитиш мәқситидә 284 милярд америка доллири қиммитидә дөләт зайоми тарқатқанлиқи, өй-мүлүк қәрзи қисқа муддәтлик қәрзиниң өсүм нисбитини төвәнләткәнлики қатарлиқ тәдбирлири һәққидә сөз қилмиған.

Обзорда ейтилишичә, ши җинпиң нөвәттә хитай иқтисадиниң зор хирисларға дуч келиватқанлиқини тән алсиму, йәнила бу хил хирисларға тақабил туруштики түпки сиясәт ислаһатиға қарши икән. Шу сәвәбтинму ши җинпиңниң бу қетимқи сөзлиридә тилға елинған “биз җәзмән хәтәрлик вә ямғурлуқ күнләргә тәйярлинип қоюшимиз лазим” дегән әһвал йеқин кәлгүсидә хитай иқтисадиниң әслигә келәлишидә чоң үмид йоқлуқиниң бешарити, дәп қаралған. Болупму таҗсиман вируси мәзгилидә пүткүл хитай үч йилдин көпрәк қамалға гириптар болуп, сода вә иқтисад саһәси қаттиқ зәрбигә учриған, шуниңдәк хитай иқтисадиниң паравузи, дәп қариливатқан өй-мүлүк базириниң әң еғир касатлишишиға сәвәб болған. Нәтиҗидә хитай пуқралириниң айлиқ киримиму буниң биваситә тәсиригә учриған. Обзорда ейтилишичә, нөвәттә хитайдики аилиләр җәмий 18 тириллийон америка доллирилиқ иқтисадий зиянға дуч кәлгән болуп, бу оттура һесаб билән үч җанлиқ һәр бир аилә үчүн 60 миң америка доллиридин тоғра келидикән. Бу пул болса хитайдики оттуричә бир шәһәр хизмәтчисиниң төт йиллиқ маашиға тоғра келидикән.

 Гәрчә хитай һөкүмити иқтисадни әслигә кәлтүрүш йолида түрлүк чариләрни, җүмлидин иқтисадни қозғитиш тәдбирлирини вә зайом тарқитишни оттуриға чиқарған болсиму, хитай билән ғәрб дуняси оттурисидики йириклишишниң чоңқурлишишиға әгишип чәт әл мәблиғиниң зор дәриҗидә хитайдин еқип кетишиму һазир шиддәт билән көпийишкә йүзләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.