Хитайниң санаәт ишләпчиқириш пайдиси юқумдин бери тез азайған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.10.28

Хитай санаәт ишләпчиқиришидин алидиған пайдиси ковид-19 вируси юқумидин бери тез сүрәттә азайған. Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматлиридин ашкарилинишичә, бу йил 9-ай хитайниң санаәт ишләпчиқириш пайдиси, ковид-19 вируси юқумидин бери әң тез азлиған бир ай болған. Америка CNBC қанилиниң бу хәқтики хәвиридә, хитайниң бу йил 9-айдики санаәт ишләпчиқиришидин алған пайдиси 17.8 Пирсәнт азайғандин кейин, 9-айда техиму шиддәтлик азийип, өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин 27.1 Пирсәнт төвәнлигәнлики, бу, хитайниң санаәт ишләпчиқиришидин алған пайдисиниң 2020-йили 3-айдин бери әң көп төвәнлиши һесаблинидиғанлиқи билдүрүлгән. Хәвәрдә қәйт қилинишичә, хитайниң санаәт ишләпчиқиришидин алған пайдиси 2020-йили 3-айда 37.9 Пирсәнт төвәнлигән.

Лекин бу қетимқи төвәнләш хитай иқтисади касатлишип, ишсизлиқ артқан, хитай өй-мүлүк базири киризисқа патқан бир вақитта мәйданға кәлмәктә. Хитай һөкүмити йеқинда иқтисадни қутқузушниң бир қатар тәдбирлирини елан қилған болсиму, лекин буниң хитай иқтисадини қутқузушта қанчилик үнүмлүк рол ойниши йәнила гуман қозғап кәлгән. Хәвәрләрдә, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң келәр айниң башлирида йиғин ечип, иқтисадни қутқузушниң конкрет тәпсилатлирини елан қилидиғанлиқи қәйт қилинмақта.

Хитай дөләтлик истатистика идариси йеқинда елан қилған йәнә бир санлиқ мәлуматида, хитай иқтисадиниң 3-пәсилдики ешиш сүрити 4.6 Пирсәнткә чүшүп, пиландики 5 пирсәнткә йәтмигәнликини билдүргән. Хәвәрләрдә, мутәхәссисләрниң хитайда истемал тәлипиниң йетәрлик болмаслиқи, шундақла ишләпчиқириш баһасиниң шиддәтлик төвәнлиши, санаәт ширкәтлириниң пайдисиға тәсир қилған, дәп қараватқанлиқи қәйт қилинмақта. Хитай рәиси ши җинпиң 2 йилдәк “нөл ковид” сияситини қаттиқ иҗра қилип, 2022-йили 26-ноябир үрүмчидики бир бинада йүз бәргән от апити кәлтүрүп чиқарған мәмликәт характерлик наразилиқ һәрикитидин кейин, юқум қамилини бикар қилған болсиму, лекин шуниңдин буян хитай иқтисадиниң әслигә келиши қийинлашқаниди.  

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.