Хитайниң җасус деталлириниң мәхсус уйғурларни нишанлиғанлиқи ашкариланди

Вашингтондин мухбиримиз гүлхумар тәйярлиди
2025.04.09

Әнглийә дөләтлик тор бихәтәрлики мәркизи 8-апрел елан қилған доклатида, хитайниң 2 тор деталлириниң җасуслуқ қилип, қачилиғучиларниң телефонлиридики учурларни йошурун йиғқанлиқини, шундақла вәтән ичи-сиртидики уйғурлар һәмдә уйғур тәшкилатлирини нишан қилғанлиқини ашкарилиған.

Паш қилинған 2 деталниң исимлири айнури (Moonshine) вә яман базар (BadBazaar) болуп, доклатта ейтилишичә, буларни ясиған хитай ширкити йәнә бир қанчә әп деталлирини ясиған вә уйғур, тибәт һәм тәйвәнликләрни асаслиқ нишан қилған. Мәсилән, мәзкур ширкәт “авазлиқ қуран” намлиқ бир әпни пүтүнләй уйғур тилида лайиһәлигән, шундақла телеграм вә ватсап қатарлиқ мунбәрләрдә уйғур топлириға тарқатқан.

Уларни телефонға қачилиғандин кейин, бу әпләрниң җасуслуқ иқтидарлири телефон ишләткүчиниң барлиқ мәшғулатлири, хәтлири, параңлири, рәсимлири вә орни қатарлиқ учурларни йиғишқа башлайдикән, һәтта телефонниң микрофон вә камералиридин пайдилинип нәқ мәйдандин аваз вә видийолирини алидикән. Шундақла йиғқан бу учурларни мәхсус бир тор амбирида сақлайдикән.

Әнглийә тор бихәтәрлики мәркизи торда мәшғулат қилғанда ишлитиватқан деталларға қаттиқ диққәт қилишни, гуманлиқ учур вә һөҗҗәтләрни доклат қилишни һәмдә иҗтимаий тор супилирида һәмбәһирлигән шәхсий учурлар үстидә алаһидә еһтиятчан болушни әскәрткән.

Әнглийә тор бихәтәрлики мәркизиниң  директори паул чичәстир: “биз муһаҗирәттики җамаәтләрни җимиқтуруш, уларни тизгинләш вә қорқутуш үчүн пәйда қилинған тор тәһдит һуҗумлириниң барғансери көпийип кетиватқанлиқини байқаватимиз. Бу 2 җасус деталниң ишлитилгинини һәргиз қобул қилишқа болмайду” дегән.

Мәзкур доклатни тәйярлашқа әнглийәдин башқа йәнә австралийә, канада, германийә, йеңи зеландийә вә америкилардики тор бихәтәрлики мәркәзлири вә америка федератсийә тәкшүрүш идариси актип һәмкарлашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.