Хитайда өй-мүлүк киризиси чоңқурлишип намайишларға йол ачмақта
2023.11.20
Хитай өй-мүлүкчилик кәспиниң мисли көрүлмигән киризисқа петип қелиши хитайда намайишларниң көпийишигә йол ачқан.
“асия иқтисад хәвәрлири” (Nikkei) гезитиниң хәвәр қилишичә, хитайда алдинқи бир айлиқ мәбләғ селиш вә өй-мүлүк сетилиш миқдари алдинқи йилдикигә қариғанда 11 пирсәнт төвәнлигән болуп, көп қисим шәһәрләрдики өй баһасиму көрүнәрлик төвәнләп кәткән.
Хитай нөвәттә мисли көрүлмигән өй-мүлүк киризисигә дуч кәлгән болуп, хитайдики әң чоң қурулуш ширкәтлири банкидин алған қәрзлирини қайтуралмиған. Шуниң билән биргә бу саһәдики тәминлигүчиләр, һөддигә бәргүчиләр вә қурулуш ишчилири бирдәк нәччә айлап маашсиз қалған; өй сетивелиш үчүн барчә бисатини селип бәргән кишиләр болса йиллардин бери пүткән өйлиригә еришәлмигән иди.
Һазир бу қалаймиқанчилиқниң нәтиҗисидә хитай бойичә намайишлар көпийип кәткән болуп, америкадики “әркинлик сарийи” ниң “хитайдики ихтилапни назарәт қилиш” түриниң һесаблишичә, 2022-йили 6-айдин 2023-йили 10-айғичә болған арилиқта хитайда өй-мүлүк саһәсигә четишлиқ 1777 намайиш йүз бәргән икән.
Хәвәрдә дейилишичә, хитай һөкүмити гәрчә бу киризисни һәл қилиш үчүн өй-мүлүк саһәсини қоллайдиған бир қатар тәдбирләрни йолға қоюп баққан болсиму, бирақ бу тәдбирләрму киризисни һәл қилишта йетәрлик болмиған.
“асия иқтисад хәвәрлири” гезитиниң дейишичә, һазир хитайда күнигә аз дегәндә 50-70 қичә намайиш йүз бериватқан болуп, шенҗен, шиән вә җеңҗу шәһәрлиридики намайишлар бир қәдәр кәң көләмлик болмақта икән. Хитай һөкүмити болса бу намайишларни қорқутуш васитиси билән чәкләп туруватқан болуп, улар өлкилик вә йәрлик партийә кадирлириға назарәт қилиш, қорқутуш, зораванлиқ, тутуп туруш вә тәкшүрүш арқилиқ намайишни қисқартиш вәзиписини йүклигән.