Хитай пәләстинниң хамас вә фатах тәшкилатлирини яраштуруш үчүн бейҗиңға тәклип қилған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.04.26

Хитай, пәләстин ислами җиһад қораллиқ тәшкилати хамас билән униң рәқиби болған фатах, йәни пәләстин миллий азадлиқ һәрикити тәшкилатини бейҗиңға тәклип қилип, уларни яраштурушқа саһибханилиқ қилмақчи болған. Хәвәрләрдә, хамас вә фатах вәкиллириниң бейҗиңға қарап йолға чиққанлиқи қәйт қилинмақта. Хитайниң америка ташқи ишлар министири билинкен 26-апрел икки күнлүк хитай зияритини ахирлаштурушиниң арқисидинла фатах билән хамасни бейҗиңға тәклип қилип, 2007-йилдин бери өз ара дүшмәнлишип кәлгән бу икки тәшкилатни “яраштурмақчи” болуши диққәт қозғиди.
Билинкен 26-апрел бейҗиңда өткүзгән ахбарат йиғинида, өзиниң хитай рәиси ши җинпиң вә башқа хитай әмәлдарлири билән оттура шәрқни өз ичигә алған йәр шари киризислирида хитайниң қандақ “иҗабий рол” ойнишини музакирә қилғанлиқини ейтқаниди.

Лекин “ройтерс агентлиқи” ниң билдүрүшичә, америка фатах һәрикитини қоллисиму, әмма хитайниң америка тәрәптин террорлуқ тәшкилати дәп бекитилгән хамасни фатах билән яраштурмақчи болғанлиқидин биарам болмақта икән. 2007-Йилдин бери ғәззәни контрол қилип кәлгән хамас, өткән йили 10-айда исраилийәгә қораллиқ һуҗум қилип, 1200 исраилийәликни өлтүргән, 253 кишини гөрүгә тутувалған; бу исраилийәниң ғәззәгә кәң көләмлик қайтурма һәрикәт қоллинишини кәлтүрүп чиқарғаниди.
“ройтерс агентлиқи” ниң билдүрүшичә, исраилийәниң қайтурма зәрбисидә һазирғичә 34 миңдин артуқ пәләстинлик өлгән. Лекин исраилийә бу һәрбий һәрикитиниң террорлуқ һуҗумиға қарши һәқлиқ мудапиә икәнликини қәйт қилип кәлди. Хитайниң хамас билән фатах вәкиллирини бейҗиңға тәклип қилиши америка ташқи ишлар министирлиқиниң бир қанчә күн аввал йиллиқ кишилик һоқуқ доклати елан қилип, хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиши давамлишиватқанлиқини җакарлишиға билдүргән инкаси дәпму қаралмақта. Пәләстин б д т да изчил хитайниң қоллишиға еришипла қалмай, пәләстинму хәлқара сәһниләрдә хитайниң “шинҗаң сиясити” изчил қоллап кәлгәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.