Хитайниң санаәттә тапқан пайдиси алдинқи йилидикидин 17.8 Пирсәнт төвәнлиди

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.09.27

Хитай дөләтлик истатистика идарисиниң санлиқ мәлуматида көрситилишичә, хитайниң санаәттә тапқан пайдиси алдинқи йилға қариғанда 17.8 Пирсәнт төвәнлигән. Бу йеқинқи йиллардики әң тез төвәнләш һесабланмақта.

CNBC Ниң хәвиригә асасланғанда, хитайда муқим мүлүккә селинған мәбләғ ичидә өй-мүлүк саһәси 8-айғичә болған 12 ай ичидә 10.2 Пирсәнт төвәнлигән. Бу төвәнләш 7-айдики төвәнләш сүрити билән охшаш болған. Шәһәрләрдики ишсизлиқ нисбити бир ай бурунқиға қариғанда техиму юқирилиған.

Доктор андерс кор қатарлиқ мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң намувапиқ сиясий қарарлар билән иқтисадни башқуруши сәвәб болған өй-мүлүк киризиси, йәрлик һөкүмәтләрниң қәрзгә петиши, хитай һөкүмитиниң чәтәл ширкәтлири вә мәбләғ салғучиларни нишан қилған зомигәрлик сиясәтлири йеқинқи мәзгилләрдә чәтәллик мәбләғ салғучиларни хитайдин йирақлаштурмақта икән. Чәтәллик мәбләғ салғучиларниң хитайдин йирақлишиши болса биваситә һалда хитай иқтисадиға еғир зәрбә бериватқанлиқи мәлум. .

Ши җинпиң 2024-йили июлда чақирилған хитай компартийәсиниң 20-нөвәтлик 3-омумий йиғинида хитай дуч келиватқан иқтисадий касатчилиққа тақабил туруш үчүн “бир қатар иқтисадий ислаһатлар” ни оттуриға қойған иди. Доктор андерс корға охшаш көплигән мутәхәссисләр ши җинпиң оттуриға қойған “бир қатар иқтисадий ислаһатлар мувәппәқийәт қазиналмиди” вә “көпинчиси әмәлгә ашмиди” дәп қаримақта.

Раймонд ко, гордон чаң вә андерс кор қатарлиқларниң ортақ қаришичә, ши җинпиң дөләт ичидики бир йүрүш иқтисадий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн мәбләғ селишни өстүрүш, санаәтни тәрәққий қилдуруш вә експорт миқдарини ашурушни әмәс, әксичә базар вә иқтисадий қурулмини ислаһ қилишни биринчи орунға қоюши һәммидин бәк зөрүр икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.