Хитай җ х орунлири уйғур елидә яз пәсиллик тор тазилаш һәрикити елип барған
2024.10.04
Уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики тармақлири “язлиқ бихәтәрлик зәрбә бериш һәрикити” намида тор тазилаш һәрикити елип барған. Хитайниң “шинхуа тори” вә “тәңритағ тори” қатарлиқ һөкүмәт таратқулириниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, тор тазилаш һәрикитидә нуқтилиқ һалда “шинҗаң саяһәтчиликигә мунасивәтлик өсәк гәпләр”, “сақчиларға четишлиқ сахта синлар”, “юқум апитигә мунасивәтлик өсәк сөзләр” вә “кишиләрниң турмушиға мунасивәтлик миш-миш параңлар” ни тарқатқанларға зәрбә берилгән.
Хәвәрдә, “язлиқ зәрбә бериш һәрикити” башланғандин буян уйғур ели миқясидики торларда 475 учурниң өчүрүлгәнлики, тор зораванлиқиға даир 85 делониң бир тәрәп қилинғанлиқ һәмдә тор зораванлиқини садир қилғучиларниң җазаланғанлиқи баян қилинған.
Хитай даирилири хитайдики иҗтимаий адаләтсизлик, иқтисадий киризис вә өй-мүлүк киризиси чоңқурлишиватқан вәзийәттә интернет тори вә кишиләрниң учур алақисини әң илғар тәқиб техникилири билән назарәт қилишни күчәйтиватқан болуп, юқиридики бу һәрикәт хитайниң мәмликәт миқяси бойичә елип барған “пакиз интернет 2024” алаһидә һәрикитиниң бир қисми һесаблинидикән.
Йеқинда радийомиз игилигән учурларда, уйғур елидики һөкүмәт даирилириниң торда “өсәк сөз” тарқитишқа зәрбә бериш һәрикитини салмиқини һәссиләп күчәйткәнлики мәлум болғаниди.
Йеқинда, қумулниң астанә йезисидики белиқиз исимлик бир ханим өз йериниң қанунсиз тартивелинғанлиқи һәққидә шикайәт қилип видийо тарқатқандин кейин, униң видийоси дәрһал тор бәтләрдин өчүрүлгән. Шуниңдин кейин узун өтмәйла бу аялниң тутқун қилинғанлиқи қумул астанәдики бир кәнт аманлиқ мудири арқилиқ дәлилләнгәниди.
юқиридики хәвәрдә болса “язлиқ һәрикәт йолға қоюлғандин буян, шинҗаң җ х идариси тор бихәтәрлик тармақлириниң торда өсәк сөз тарқитишқа мунасивәтлик 109 делони тәкшүргәнлики, 109 адәмни мәмурий җазаға тартқанлиқи вә 449 кишигә қаттиқ тәнқид-тәрбийә ишлигәнлики ” баян қилинған.