Тәтқиқатчи адриян зенз хитайниң мәҗбурий әмгәк сияситини ақлиған Kaiser Kuo ни тәнқидлиди

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.30

Америка коммунизм қурбанлири хатирә фондиниң алий тәтқиқатчиси адриян зенз 29-өктәбир күни X һесабида бир йүрүш учур елан қилип, “синика подкәст” (Sinica Podcast) билогиниң риясәтчиси кайсәр ко (Kaiser Kuo) ниң хитай шинхуа мухбирлири билән өткүзгән сөһбитидә, хитайниң мәҗбурий әмгәк сияситини ақлиғанлиқини тәнқидлигән. Адриян зениз америкада яшаватқан һәмдә нисбәтән әркин пикир қилидиғандәк көрүнүп өзигә херидар топлиған кайсәр кониң мәқситини ашкарилап мундақ дегән: “кәйсәр ко икки нәпәр шинхуа мухбири билән өткүзгән сөһбитидә , улар үчүн бир тәрәплик сәһнә һазирлап бәргән һәмдә хитайниң ‛җәмийәттики қийинчилиқларни үнүмлүк һәл қилғанлиқи‚ ни оттуриға қойған, улар буниңға уйғур әмгәк күчлирини йөткәшниң мәҗбурий әмгәк әмәсликини мисал қилип көрсәткән” .

Адриян зенз бу сөһбәттә шинхуа мухбири яң люниң “хитай һөкүмити хитайчә усул билән дөләт ичидики иҗтимаий мәсилиләрни һәл қилди” дегән гепини, андин уйғур әмгәк күчлирини йөткәшни буниң бир мисали қилип көрсәткәнликини тәнқидлигән. Адриян зенизниң көрситишичә, яң лию бу йәрдә мәҗбурий әмгәкни пәқәт хитай билән америка оттурисидики мәсилә дәп қариған болуп, америка һөкүмитиниң хитайдики уйғур әмгәк күчлирини йөткәш пиланини мәҗбурий әмгәк дәп қаримаслиқи керәкликини ейтқан. Кайсәр ко униң сөзигә рәддийә бәрмәйла қалмастин, яң лиюниң хитай-америка мунасивәтлири һәққидики қарашлириға қошулидиғанлиқини билдүргән һәмдә бу йәрдә уйғурларниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики мәсилисиниң йоқлуқини, бәлки американиң өз мәркәзчилик сияситиниң рол ойнаватқанлиқини тәкитлигән.

Адриян зениз учурида мундақ дәйду: “бу дәл шинҗаңниң нөвәттики тәшвиқатиға, йәни бу районда йолға қоюлған сиясәтләрни ‛намратларни йөләш, тәрәққий қилдуруш, ишқа орунлаштуруш вә әсәбийликни түгитиш” дәп тәсвирлишигә дәл мас келиду. Бу йәрдә хитайниң дөләт таратқусиға хизмәт қилидиған икки мухбирни зиярәт қилип охшимиған пикир елиш башқа иш, хитай һөкүмитиниң мәҗбурий сиясити, болупму шинҗаң сияситини ‛хитайчә усул‚ дәп ақлаш һәмдә буниңға рәддийә бәрмәслик башқа иштур”.

Мунасивәтлик учурларға қариғанда, кайсәр кониң әсли исми го йигуаң (郭怡广) болуп, өз вақтида хитайда даңқ қазанған “таң сулалиси музика әтрити” ни қурған шәхс икән. У һазир хитайниң “бәйду” вә “йоку” ториниң хәлқара алақә ишлири мәсули икән, у қурған “синика подкәст” хитайниң сиясити, иқтисади вә хәлқара мунасивәтләргә даир темиларда сөһбәт елип баридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.