Хитай хаккерлири американиң шәхсий тор бекәтлиригә һуҗум қилған
2023.03.17
“вал ситрет журнили” гезитиниң 16-март күни бәргән хәвиридә ейтилишичә, хитай хаккерлири америкида нормал ечилидиған тор бекәтлириниң бихәтәрлик қораллириниму керәксиз қилип қойидиған йеңи бир техникини кәшип қилған. Улар бу техника арқилиқ америкадики һөкүмәт вә шәхсий тор бекәтлиригә йошурун кирип, торда мәшғулат қилғучиларни көзитәләйдикән, әмма асанлиқчә байқалмайдикән.
Гогол мутәхәссислири бир йил тәкшүрүш арқилиқ бу мәсилини байқиған болуп, хитай хаккерлириниң бу техникидин пайдилинип тор бекәтлириниң арқа суписиға әмәс, тор бихәтәрлики юмшақ деталлириға бузғунчилиқ салғанлиқини ениқлиған. Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, хитай хаккерлири бу йәрдә илгири һечким диққәт қилмиған бир йочуқни, йәни тор бекәтлириниң “қоғдиниш теми” дегәндәк бихәтәрлик қораллиридики кәмчиликни биливалған. Демәк, хитай хаккерлири тор бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилишта юқири сәвийәгә йәткән. Бундақ тор һуҗумлири йүз бәргәндә, адәттики тор абонтлири мәсилини байқиған билән уни һәл қилалмайдикән; мутәхәсисләрниңму уни тәкшүрүш наһайити қийин болидикән.
Хәвәрдә көрситилишичә, йиллардин буян америка әмәлдарлири хитайни тор җасуслуқи билән шуғуллинидиған әң чоң тәһдит дәп қарап кәлгән. Чүнки хитай һөкүмити нурғун пул билән хаккерларни ишқа селип, американиң һөкүмәт, ширкәт вә шәхсий тор бекәтлиригә кирип, сода, техника вә һәрбий мәхпийәтликигә даир учурларни оғрилашқа урунуп кәлгән; бәзи ширкәтләрниң тор системиси хитай хаккерлириниң һуҗумида бузғунчилиққа учриған. Хитай һәтта буниңдинму ешип, җасуслуқ һава шарини ишләткән.