Хитай хаккерлири америка пирезидент намзати доналд трампниң аилисини һуҗум нишани қилған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.30

Американиң 2024-йил 11-айниң 5-күни өткүзүлидиған пирезидент сайлими һарписида хитай хаккерлириниң пирезидент намзатлири вә уларниң йеқинлириға қилған һуҗуми көпийип кәткән.

“ню-йорк вақти гезити” 29-өктәбир елан қилған бир хәвәрдә ейтилишичә, хитай хаккерлири американиң телефон алақә системисиға кирип, сабиқ пирезидент доналд трампниң аилиси вә байдин һөкүмити әмәлдарлирини һуҗум нишани қилған. Америка ташқи ишлар министирлиқи әмәлдарлири, доналд трампниң оғли ерик трамп (Erik Trump), күйоғли җарид кушнер (Jared Kushner) қатарлиқлар һәмдә америка кеңәш палатаси көп санлиқ партийә лидери чак шумер (Chuck Schumer) ни өз ичигә алған демократлар асаслиқ һуҗум нишани болған.

“вол-стерет журнили” гезити 6-өктәбир күни елан қилған бир хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң “йәнтәй борини” дәп аталған бир хаккерлар гурупписи кәң бәлбағ ториға кирип, америка федератсийә һөкүмитиниң мәхпийәтлик системисидин учур оғрилиғаникән.

Ройтерс агентлиқи 29-өктәбир елан қилған хәвәрдә көрситилишичә, америка ташқи ишлар министирлиқи, трамп аилиси бу хаккерлиқ вәқәси һәққидә һечқандақ инкас қайтурмиған. Ақсарай һәмдә дөләт хәвпсизлик идариси тор бихәтәрликини назарәт қилиш оргини (CISA) му бу һәқтә учур қайтурмиған. Хитай бу хил хаккерлиқ һуҗуминиң пәрдә арқисида рол ойнаватқанлиқини инкар қилип келиватқан болуп, хитайниң вашингтондики әлчиханисиму бу һәқтә соралған соалға җаваб бәрмигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.