Хитайда мал баһаси әрзанлап пул қиммити ешип кетиш хәвпи күчәйтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.09

Нөвәттә хитайниң негизлик пул пахаллиқи үч йилдин буянқи әң төвән сәвийәгә чүшкән болсиму, хитайда истемалдики турғунлуқ маһийәттә мал баһасиниң әрзанлап пул қиммитиниң ешип кетиш хәвпини күчәйткән.

“блумберг хәвәрлири” ниң билдүрүшичә, нөвәттә хитайда истемал тәлипидики турғунлуқ хитайниң йиллиқ иқтисади ешиш пиланиға бесим шәкилләндүргән. Буниң үчүн хитай һөкүмити аилиләрни пул хәҗләшкә риғбәтләндүридиған техиму көп тәдбирләрни елиши керәк икән. Хитай дөләтлик истатистика идариси 8-сентәбир 2024-йили 8-айдики һәр хил йемәклик вә енергийә баһаси көрсәткүчиниң өткән йилниң охшаш мәзгилидикидин аран 0.3 Пирсәнт артқанлиқи, кәң даиридики истемал баһа көрсәткүчиниң аран 0.6 Пирсәнт артип, күткән нуқтиға йәтмигәнликини билдүргән.

“блумберг хәвәрлири” ниң қәйт қилишичә, бу санлиқ мәлумат дунядики 2-чоң иқтисади гәвдә болған хитайда истемал тәлипиниң аҗиз икәнликигә даир дәлилләр билән тәминлигән. Шуңа бу һал ширкәтләрниң кирими, мааш вә хираҗәтниң азийишидәк бу сәлбий тәрәққиятниң алдини елиш үчүн техиму көп тәдбирләрни елиш чақириқлириға сәвәб болмақта икән. Фирансийәлик иқтисадшунас мишел лам (Mechelle Lam) “блумберг хәвәрлири” гә қилған сөзидә “пул қиммитиниң ешип кетиш бесими хитайда техиму еғирлишиватиду” дегән. Униң көрситишичә, бу тәрәққият хитайда “мал баһаси вә маашниң төвәнлишини техиму күчәйтиши мумкин” икән.

“блмберберг хәвәрлири” ниң ейтишичә, нөвәттә хитай иқтисади дөләт ичи ғәйрий сап ишләпчиқириш қиммити көрсәткүчи бойичә 1999-йилдин буянқи әң узун давамлашқан мал баһаси төвәнләш вәзийитигә дуч кәлгән. Истемал вә мәбләғ селиш тәлипиниң аҗизлиқи токлуқ аптомобил вә күнтахта санаитигә охшаш саһәләрдә җиддий мал баһаси урушлириға йол ачқан болуп, бу хитайниң иқтисади ешишни бәш пирсәнткә йәткүзүш пиланиниң әмәлгә ашуруш пурситини азайтмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.