Хуавей ширкитиниң әнглийәдә 5G техникасини кеңәйтиши уйғурлар мәсилиси түпәйлидин чәклимигә учримақта

Мухбиримиз әзиз
2019.12.24

Йеқинда әнглийә парламент әзалиридин он нәччә киши әнглийә ташқи ишлар вазаритигә бирләшмә мәктуп йоллап, “шинҗаңдики еғир вәзийәткә бағлинишлиқ болған хуавей ширкитиниң дөлитимиздики 5G техникаси қурулушиға қатнишишини чәкләш лазим,” дәп көрсәтти.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң 24-декабирдики хәвиридә ейтилишичә, бирләшмә мәктупта “шинҗаңдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики толуқ һәл болмиғучә әнглийә һөкүмити хуавей ширкити билән һечқандақ иқтисадий муамилидә болмаслиқи лазим,” дәп алаһидә көрситилгән. Әмгәк партийәсидин болған парламент әзаси сараһ чемпийон бу һәқтә сөз қилип “шинҗаңдики уйғурлар дуч келиватқан зулумға бу ширкәтниң қайси дәриҗидә шерик болуватқанлиқи һәққидә көплигән гәп-сөзләр болуватқанда дуняниң көзи бизгә тикиливатиду,” дегән.

Мәлум болушичә, хуавей ширкити йеқиндин буян әнглийә, германийә вә италийәдә 5G техникасини кеңәйтиш билән җиддий мәшғул болмақта икән. Әнглийәдә оттуриға чиққан бу хил қаршилиқниң явропадики башқа дөләтләргә қандақ тәсир көрситиши һәққидә һазир түрлүк тәхминләр оттуриға чиқмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.