Явропа хитайниң ток аптомобиллириға юқири баҗ қойған

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.10.30

Явропа өзиниң машина базирини қоғдаш үчүн хитайниң ток аптомобиллириға 45 пирсәнт таможна беҗи қойған. Бу әһвал явропа билән хитай оттурисидики сода җеңини кәскинләштүрүши мумкин икән.

“ню-йорк вақти гезити” ниң 30-өктәбир елан қилған хәвиригә қариғанда, 30-өктәбир күни явропа рәһбәрлири явропа аптомобил базириниң тәрәққиятиға капаләтлик қилиш, адил сода муһити яритиш үчүн хитайниң ток аптомобиллиридин юқири баҗ елишта бирликкә кәлгән. Бу қарар хитайниң дөләт ярдимигә еришкән хитай ток аптомобил ширкәтлириниң явропа базирини адил болмиған шәкилдә монопол қилишиниң алдини елишта муһим рол ойнайдикән.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитайниң ток аптомобиллиридин елинидиған баҗ әслидики 10 пирсәнттин бирақла 45 пирсәнткә өстүрүлгән болуп, мушу өлчәмдә 5 йил давам қилидикән. Бундақ болғанда, явропа истемалчилири хитайниң аптомобиллирини бурунқидин юқири баһада сетивелишқа мәҗбур болидикән.

Явропа аптомобил санаити сода җәмийити (ACFA) ниң билдүрүшичә, хитайниң ток аптомобиллириниң явропа базирини игиләш нисбити илгири 3 пирсәнттин 20 пирсәнткә өрлигән болуп, әгәр юқири баҗ қоймиғанда, явропадики аптомобил завутлирида ишсизлиқ көпийип кетидикән.

Америка билән канада хитайниң ток аптомобиллиридин 100 пирсәнт баҗ алғанлиқи үчүн, хитай ширкәтлири америка базиридин чекингән. явропа гәрчә хитайниң ток аптомобиллирини импорт қилишни пүтүнләй чәклимигән болсиму, юқири баҗ қоюш арқилиқ явропа аптомобил санаитини қоғдимақчи болған.

Һалбуки, германийәдики аптомобил ширкәтлири хитайға нурғун мәбләғ салған болуп, хитайниң өч елишидин қорқуп хитайниң ток аптомобилидин юқири баҗ елишқа қарши турған вә адил, әркин риқабәтниң муһимлиқини оттуриға қоюшқан. Хитайниң аптомобил ширкәтлири болса һөкүмәткә явропаниң газ машинилиридин юқири баҗ елиш арқилиқ қайтурма зәрбә бериш тәклипини бәргән. Бир қисим хитай ширкәтлири, мәсилән бияди (BYD) явропада яки явропа әркин сода райони ичидики түркийәдә завут қуруш арқилиқ явропаниң юқири беҗиға тақабил турмақчи болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.