Зумрәт обул оттура асия дөләтлири парламент әзалириға хитайниң қанун дөлити икәнликини пәш қилған
2024.10.30
Хитайчә “тәңритағ тори” вә “шинҗаң гезити” ниң 29-өктәбир чиқарған хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири зумрәт обул үрүмчидә оттура асия дөләтлири парламент әзалири муһакимә синипи әзалирини күтүвалғанда, хитайниң “қанун дөлити” икәнликини махтиған.
Күтүвелиш мурасимида сөз қилған зумрәт обул хитай билән оттура асия дөләтлири оттурисидики “тарихий достлуқ” ни тәкитләш билән биргә, хитай компартийәси баш секретари ши җинпиңниң рәһбәрликидә “тәрәққий қилип гүллиниватқан шинҗаң” да кишилик һоқуқниң “қанун билән капаләткә игә қилинғанлиқи” ни, оттура асия дөләтлири билән бирликтә қанунчилиқ қурулушини илгири сүрүшни, шундақла иқтисад, мәдәнийәт саһәлиридә һәмкарлишишни үмид қилидиғанлиқини билдүргән.
Бу муһакимә синипиға қатнашқан қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә өзбекистан парламент әзалириму айрим-айрим пикир баян қилип, “хитайниң шинҗаң өлкиси билән һәр саһәдә һәмкарлиқни давамлиқ күчәйтиш” тиләклирини билдүргән.
Көзәтчиләрниң қаришичә, хитайниң намда әң һоқуқлуқ аппарати вә қанун чиқириш оргини болған хәлқ қурултийида вәзипә өтәватқан зумрәт обулниң бу йәрдә оттура асиядин кәлгән парламент әзалириға хитайниң “қанун дөлити” икәнликини пәш қилиши диққәт қозғайдиған нуқта болуп, хитайниң ғәрб дөләтлиридә тәнқидлиниватқан “шинҗаң сиясити” ни “шинҗаңни қанун бойичә идарә қилиш” намида сиртқа тәшвиқ қиливатқанлиқи көрүнүп туриду.
Хитай “шинхуа тори” ниң хәвиридин мәлум болғинидәк, уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи 2024-йил 8-айниң 24-күни чақирған 35-нөвәтлик мудирлар йиғинда “ш у а р хәлқ қурултийи даимий комитетиниң америка һөкүмитиниң шинҗаң һәққидики җаза тәдбирлиригә қәтий қарши туруш” темисидики қарар лайиһәси мақулланғаниди. Сиясий анализчи илшат һәсән бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, аптоном районлуқ хәлқ қурултийиниң һечқандақ күчи вә тәсири йоқ орган болушиға қаримай, пәқәт дөләт образи үчүн тикләп қоюлған, әмәлийәттә болса хитай компартийәсигә хизмәт қилидиған аппарат икәнликини билдүргәниди.