Қисқа хәвәрләр

Уйғурларға алдин мусапирлиқ салаһийити бериш қанун лайиһәси тонуштурулди

Хитай һөкүмитиниң сиясий бастуруш вә ирқий қирғинчилиқ сиясити давам қиливатқанда америка авам палатасиниң әзаси җеннифер векстон (Jennifer Wexton), мария салазар (Maria Salazar) қатарлиқ төт нәпәр әзаси 7-июн күни америка дөләт мәҗлисидә “уйғурларниң кишилик һоқуқини қоғдаш қанун лайиһәси” ни тонуштурди.

Америкада чоң базарға игә болған “шейин” ни чәкләш қачан әмәлгә ашиду?

Америкаға һәр түрлүк, әрзан баһалиқ кийим-кечәк експорт қиливатқан шейин (Shein) ширкитиниң һазирқи базар қиммити 66 милярд долларға йетип, зара (Zara) вә H&M билән риқабәтлишәләйдиған һалға кәлгән.

Хитайниң мал експорти бу йил 2-айдин буянқи әң төвән сәвийәгә чүшүп қалған

Бу йил 5-айда хитайниң мал експорти өткән йилдикигә қариғанда 7. 5 Пирсәнт чүшүп кәткән болуп, мөлчәрдикидин хелила төвән болған.

Хотәндики қурумқаш шәһириниң тарихи хитайниң “биңтуән арқилиқ чеграни сақлаш” тактикисини көрситип бәргән

“хитай хәвәрлири” ториниң 7-июн күни чиқарған сүрәтлик хәвиридә, хотән вилайитигә җайлашқан биңтуән 14-дивизийә қурумқаш шәһириниң қурулуш тарихи қисқичә баян қилинған.

Хитай һөкүмити тунҗи қетим “тарим иқтисад бәлбеғи тәсәввури” ни оттуриға қойған

Хитайчә “тәңритағ тори”, “шинҗаң гезити” ториниң 6-июн күни чиқарған хәвиригә қариғанда, уйғур аптоном районлуқ парткомниң 10-нөвәтлик 8-қетимлиқ йиғинида “җәнубий шинҗаңни юқири сүпәттә тәрәққий қилдурушқа даир бир қанчә сиясий тәдбир” қарап чиқип мақулланған.

Америка билән һиндистан дөләт мудапиә санаити һәмкарлиқиниң йол хәритиси һәққидә келишим һасил қилған

Америка билән һиндистан дөләт мудапиә санаитиниң кәлгүси бир қанчә йиллиқ һәмкарлиқ йол хәритиси һәққидә келишим һасил қилған.

Америка аксийә вә алмаштуруш комитети Binance вә униң қурғучиси җав чаңпеңни сотқа тартти

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, америка аксийә вә алмаштуруш комитети сот мәһкимисигә қилған әрзидә, Binance ширкити, җав чаңпең вә униң америкадики бит тәңгиси перевотиға мәсул хадимини 13 хил җинайәт билән әйиблигән.

Америка ташқи ишлар министири билинкен алдимиздики һәптиләрдә хитайни зиярәт қилиши мумкин

Америка ташқи ишлар министири антоний билинкенниң алдимиздики һәптиләрдә хитайни зиярәт қилишни пиланлаватқанлиқи билдүрүлди.