Архип
2024-11-27
Волкисваген үрүмчидики завутини вә аптомобилларни синақ қилиш үчүн ясиған йоллирини хитайниң шаңхәйдики дөләт игиликидики бир аптомобил завутиға сетип беридикән
2024-11-27
Өзбек хәлқи бизни өзигә охшашла әң йеқин қериндишидәк көрүп, музика, сәнәт, тил, һәммә тәрәптин биз бир хәлқ, дәп қарши алди. Шуниңдин мән наһайити тәсирләндим
2024-11-27
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи хитайниң “тему” намлиқ парчә сетиш тор бетидә сетиливатқан мәһсулатларниң уйғур мәҗбурий әмгики билән мунасивәтлик болуш еһтималлиқи үстидин тәкшүрүш башлиған.
2024-11-27
Түркийә һөкүмитиниң 400 миң долларлиқ өй-мүлүк сетивалған чәт әлликләргә түркийә пуқралиқини бериш тоғрисидики “вәтәндашлиқ қануни” елан қилинғандин кейин, хитайларниң буниңдин наһайити үнүмлүк пайдилиниватқанлиқи мәлум болмақта.
2024-11-27
“вашингтон почтиси” гезитидә елан қилинған бир мақалидә, пирезидент доналд трампниң өз нөвитидә хитай билән юқири техника саһәсидә соғуқ мунасивәтләр уруши башлайдиғанлиқи оттуриға қоюлған.
2024-11-27
Биз хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитидин, җүмлидин шинҗаң вә тибәтниң кишилик һоқуқ вәзийитидин давамлиқ әндишә қилмақтимиз
2024-11-27
Кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқиға янтаяқ болуш билән әйиблинип кәлгән германийәниң волкисваген аптомобил ширкити үрүмчидики аптомобил завутини сетип, уйғур елидин чекинип чиққан.
2024-11-27
Америкадики “атлантик кеңиши” ақиллар амбириниң истратегийәлик әрзийәт пирограммисиниң қанун вә сиясий мәслиһәтчиси, адвокат рәйһан әсәт “атлантик” тор журнилида мақалә елан қилип, хитайниң уйғур елидики қәбиһлик җинайити техиму зулмәтлик бир басқучқа киргәнликини билдүргән.
2024-11-27
Әң аддий мисал, түркийә, малайсия, һиндонезийә, мисир вә алҗирийә қатарлиқ нопуси көп болған мусулман дөләтлири иқтисадий ембарго қарари алса хитайниң тәсир күчини аҗизлаштуралайду
2024-11-27
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң өткән һәптә “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ға асасән, йәнә 29 хитай ширкитини қара тизимликкә елиши, иқтисадий касатчилиқтин қутулуш йоли издәватқан хитай һөкүмитиниң қаттиқ наразилиқини қозғиған.
2024-11-27
Бу хил түзүм хәлқни өз ара назарәтчилик қилдуруш, кишиләр арисида ишәнчсизлик пәйда қилиш, җәмийәт бойичә җасуслуқ қилиш, “өз ара тиңтиңлап, хәтәрни байқиған һаман йоқитиш” ни көрситидиған хәлқни идарә қилиш усулидур
2024-11-26
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи йеқинда йәнә 29 хитай ширкитини “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” бойичә җазалиған болуп, буниң билән мәзкур қанун бойичә җазалаш тизимликигә киргүзүлгән хитай ширкәтлириниң сани 107 гә йәткән.
2024-11-26
Бу мунбәргә уйғур тәшкилатлириму қатнишип, нөвәттики хитайниң давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикиниң мәвҗутлуқини йиғин қатнашқучилириға хатириләткән
2024-11-26
Бу киризисқа техи йеңи дуч кәлгән чәт әлләрдики уйғурлар үчүн елип ейтқанда башқа милләтләрниң тәҗрибилиридин пайдилиниш интайин муһим, дәп қараймән
2024-11-26
Йеқинда тоққузақ вәзийитидин хәвәрдар кишиләрдин бири бизгә инкас йоллап, тоққузақ наһийәсиниң муш йезисидики аһалиләрдин нуримангүл исимлик бир аялниң гуаңдуң өлкисидә оқуватқан қизиға язған салам хетидә “аллаһға аманәт” дегән сөз йезилғанлиқи үчүн, сақчиханиға чақиртилип сорақ қилинғанлиқи вә 15 күнлүк сорақтин кейин, агаһландуруш җазаси билән қоюп берилгәнликини мәлум қилди.