Архип
2025-03-15
Хитайниң 4-марттин 9-мартқичә бейҗиңда ечилған хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғинлири һәққидә хитайниң һөкүмәт таратқулири вә хитайға майил дөләтләр хитай һөкүмитини махтайдиған хәвәрләрни бәрмәктә.
2025-03-14
Тайланд һөкүмитиниң 11 йиллиқ тутқунни баштин кәчүргән 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бериши өткән бирнәччә һәптидә хәлқарада әң зор муназирә қозғиған темилардин бири болди.
2025-03-14
Хитай иҗтимаий таратқулирида бәзи уйғур ата-анилар өзлириниң мәктәп йешидики балилириниң уйғур ана тилида аддий сөзләрниму тәләппуз қилалмайватқан видийолар тарқалған.
2025-03-14
Америка федератсийә сотчиси корона вирусиниң тарқилишида хитай һакимийитиниң баш тартип болмайдиған мәсулийити барлиқини илгири сүрүп, хитайға 24 милярд доллар җәриманә қойғандин кейин, германийәдиму корона вируси тоғрисида йеңидин бәс-муназириләр қайнап кәтти.
2025-03-14
Хитайдики орган әткәсчилики паш қилинған “дөләт игиликидики ички әзалар” намлиқ бир филим 2023-йилидин буян канада, америка қатарлиқ нурғун дөләтләрдә түрлүк хәлқаралиқ филим фестиваллириға талланған вә мукапатларға еришкәниди.
2025-03-14
2-Айниң 28-күни истанбулдики 16-сот мәһкимиси, әркин абдувәли үстидин сот һөкми чиқирип, әркин абдувәли хитайда зулум барлиқини толуқ пакитлар билән испатлап берәлмигәнлики үчүн хитайға қайтурулса болидиғанлиқини елан қилған.
2025-03-14
Тайландниң муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири пунтам вачаячай 13-март мухбирларға тайланд әмәлдарлириниң 18-март күни уйғур елиға берип, 27-феврал хитайға қайтурулған 40 уйғурниң әһвалини тәкшүридиғанлиқини билдүргән.
2025-03-14
Тәйвән пирезиденти ләй чиңде 13-март тәйвән дөләт хәвпсизлик комитети йиғини чақирип, йиғиндин кейин хитайни “чегра сиртидики дүшмән күч” дәп елан қилған, шуниң билән бир вақитта хитайниң тәйвәнгә сиңип киришигә қарши һәрбий сотни әслигә кәлтүридиғанлиқини җакарлиған. Бу тәйвәнниң тунҗи қетим хитайни “чегра сиртидики дүшмән күч” дәп елан қилиши, дәп қаралмақта.
2025-03-14
Явропа парламенти 13-март қарар лайиһәси мақуллап, тайландниң 27-феврал 40 уйғурни хитайға қайтуруп беришини қаттиқ тәнқид қилған болсиму, лекин тайландниң сода министири буниң тайланд-явропа иттипақи әркин сода сөһбитигә тосқунлуқ қилмайдиғанлиқи, әркин сода келишиминиң бу йил ичидә имзалинишиға ишәнчиси барлиқини билдүргән.
2025-03-14
Америка ташқи ишлар министири марку рубийо 14-март тайландни өз ичигә алған уйғурларни хитайға мәҗбурий қайтурушта мәсулийити бар чәт әл һөкүмәт әмәлдарлириға виза ембаргоси қоюлидиғанлиқини елан қилған.
2025-03-14
Хитай даирилири йеқинда уйғур елидики 171 кан түриниң ечиш һоқуқини сетишқа чиқармақчи болған. Хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәрлиридә, бу уйғур елиниң буниңдин кейинки ишләпчиқиришида чоң типлиқ санаәт қурулуш түрлиригә мәркәзлишидиғанлиқи, буниңда мис, төмүр, алтун, литей қатарлиқ қиммәтлик метал вә минерал маддиларниң ишләпчиқирилишиға әһмийәт берилидиғанлиқи, шуниң билән бир вақитта йәнә көмүр, нефит, тәбиий газ қатарлиқ енергийә ишләпчиқиришиниңму йәнила нуқтилиқ түрләр қатаридин орун алидиғанлиқи қәйт қилинмақта.
2025-03-13
Американиң миссури иштатиниң хитай һөкүмитиниң ковид-19 юқумини йошурғанлиқи вә керәклик сәһийә лазимәтлирини бастурувалғанлиқини илгири сүрүп туруп сунған әрзи нәтиҗиләнгән.
2025-03-13
Тайланд һөкүмити тайланд түрмисидики 40 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәндин кейин америка, б д т вә явропа иттипақиға әза бәзи дөләтләр һәмдә кишилик һоқуқ органлири тайланд һөкүмитиниң хәлқара әһдинамиләргә хилаплиқ қилғанлиқини қаттиқ әйибләп кәлгән иди.
2025-03-13
Дуня уйғур қурултийи бу йил 5-айниң 23-күнидин 25-күнигичә германийәниң мюнхен шәһиридә “үчинчи нөвәтлик шәрқий түркистан миллий кеңиши” һәмдә буниңға яндаш һалда “уйғур яшлири кеңиши” өткүзидикән.
2025-03-13
Түркийәдә яшаватқан уйғурлар вә уйғур тәшкилатлири үстидин мәлумат топлаш һәмдә хитай истихбарат хадимлири билән алақилишиш қатарлиқ җинайәтләр билән қолға елинған мәмәт езиз садиққа 12 йил 6 айлиқ қамақ җазаси һөкүм қилинған.