Архип
2013-12-31
30-Декабир күни йәкәндә қанлиқ тоқунуш йүз берип узақ өтмәйла, хитай даирилири бу вәқәни шу күни русийәниң волгаград шәһиридә йүз бәргән өзини қошуп партлитиш вәқәси билән бағлашқа тиришқан.
2013-12-31
Керийиниң ариш йезисида өткән һәптиниң чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири, хитай даирилири 4 нәпәр һамилидар аялға қарита бала чүшүрүш оператсийиси елип берип 5 айлиқтин 9 айлиққа қәдәр болған 4 һамилини қәтлә қилған иди.
2013-12-31
19-Әсирниң иккинчи йеримида яқуп рәһбәрликидә қурулуп, тарихта йәттишәһәр дөлити вә яки қәшқәрийә дөлити дәп аталған мустәқил һакимийәтниң русийә, әнглийә вә османли империйиси билән елип барған дипломатик мунасивәтлири йеқинқи заман уйғур сиясий тарихидики муһим сәһипидур.
2013-12-31
Хитайниң “21-әсир иқтисад гезити” дә 29-декабир елан қилинған “бу йил аз дегәндә 10 қетимлиқ зораванлиқ һәрикәтлири ашкара елан қилинди, униң 9 қетимлиқи шинҗаңда йүз бәрди” намлиқ мақалидә қилинди.
2013-12-31
Түркийә бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи әпәнди йәкәндә йүз бәргән вәқәдин кейин баянат елан қилип, түркийә ташқи ишлар министирлиқидин хитайни агаһландуруп, уйғурларни бастуруш сияситини тохтитишиға чақириши керәкликини тәләп қилди.
2013-12-31
Японийәдә нәшр қилинидиған “сүрәттики асия азсанлиқ милләтлири” намлиқ журналда “уйғурларниң үзүми” дегән тема асасида уйғурлар бир қәдәр әтраплиқ тонуштурулған. Мақалә асаслиқи турпан дияридики уйғурларни асас қилған.
2013-12-31
Бишкәк әтрапидики уйғурлар 30-декабир күни бир йәргә җәм болуп, йеңи йилни күтүвелиш мунасивити билән әдәбият, сәнәт кечилики өткүзди. Қирғизистан уйғурлири иттипақ җәмийити тәшкиллигән бу паалийәттә, иттипақниң бир йиллиқ хизмәтлири хуласиләнди һәмдә надир сәнәт номурлири көрситилди.
2013-12-31
Дуня уйғур қурултийи сәйшәнбә күни баянат елан қилип, хитай даирилирини 29-декабир йәкән наһийисидә хитай аманлиқ күчлириниң 8 нәпәр уйғурни етип өлтүрүш вәқәси үстидин мустәқил тәкшүрүш елип беришқа йол қоюшқа чақирди.
2013-12-31
Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң сәйшәнбә күни ашкарилишичә, гуәнтанамода қелип қалған ахирқи 3 уйғур қоюп берилип силовакийәгә йолға селинған.
2013-12-31
Түркийә бүйүк бирлик партийәсиниң рәиси мустафа дәстичи түркийә ташқи ишлар министирлиқини “йәкән вәқәси” мунасивити билән хитайға нота тапшуруп, қирғинчилиқни тохтитишқа чақиришни тәләп қилди.
2013-12-31
Хитайдики 100 дин артуқ кишилик һоқуқ адвокати сәйшәнбә күни чақириқнамә елан қилип, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийини б д т ниң “вәтәндашлиқ һоқуқи вә сиясий һәқләр әһдинамиси” ни тезрәк тәстиқлашқа чақирди.
2013-12-31
Пакистанлиқ журналист, оттура асия радикал ислам мәсилилири мутәхәссиси әхмәд рәшид, хитайниң сталин дәвридики совет һөкүмитиниң диний сияситини үлгә қилип, исламни бастуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини, бирақ буниң мәғлуп болидиғанлиқини билдүргән.
2013-12-30
Пүтүн дуня хәлқи йеңи бир йилни күтүвелиш алдида турған минутларда уйғур елиниң йәкән наһийисидә йәнә бир қанлиқ тоқунушниң хәвири тарқалди.
2013-12-30
Керийиниң ариш йезисида дуняға көз ечиш алдида турған бовақлар ана қарнида өлтүргән, чаршәнбә күнидин һазирға қәдәр 4 бовақ қәтли қилинған, йәнә 4 айлиқ бир һамилә өлтүрүлүшни күтүп ятмақта.
2013-12-30
Игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, керийә наһийиси ариш йезиси ширкә кәнтидин 4 бовақ ана қарнидила зәһәрләп өлтүрүлгән. Бу пәқәт мушу бир ай ичидә ширкә кәнтидә, ана қарнида турғузуп өлтүрүлгән бовақларниң сани.