Архип
2014-10-31
Уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғини үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин “бөлгүнчилик” билән әйиблинип, түрмигә соланған илһам тохтиға “түрк дуняси әркинлик мукапати” берилидиғанлиқи һәққидики хәвәр униң аилисидикиләрни һаяҗанға салди.
2014-10-31
Йеқинда аратүрк наһийәсиниң қирсай кәнтидин ат һәмдәпнә қилинған 2300 йиллиқ тарихқа игә қәдимий қәбриләр байқалған.
2014-10-31
Исмаил ғаспирали түрк дуняси ахбаратчилар йиғинида уйғур дияридиму қан төкүлүватқанлиқи, әмма булар ахбаратта көп хәвәр қилинмиғанлиқи үчүн дуняниң пәрва қилмай келиватқанлиқи, шуңа ортақ бир түрк дуняси ахбарат агентлиқи қурулуш керәклики тоғрисида тәклипләр оттуриға қоюлди.
2014-10-31
Сабиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушидики җәңләрдә өзиниң қәһриманлиқи билән тонулған, мол мәзмунлуқ, йеқимлиқ, яңрақ нахшилири,өлмәс иҗадий музикилири билән хәлқ қәлбидин орун елип кәлгән, хәлқ сәнәткари, сәнәт маарипчиси, музика устази мусаҗан рози бу йил тоқсан яштин һалқиди. Униң сәнәт билән шоғулланғанлиқиға сәксән йил болди.
2014-10-31
Шәрқий түркистан дәвасиниң һармас - талмас пидакар йетәкчилиридин һүсән һәсән әпәнди 10 - айниң 31 - күни әтигән австиралийәниң сидней шәһиридә аләмдин өтти. У, бүгүн әтигән австралийәниң сидней шәһиридә йәрликкә қоюлған.
2014-10-31
Йеқинда алмата шәһиридики “мир” нәшрият өйи тәрипидин “уйғурларниң тарихи вә мәдәнийити бойичә тәтқиқатлар” намлиқ китаб йоруққа чиқти. Мәзкур китаб қазақистан җумһурийити билим вә пән министирлиқи р. Сүлейменоф намидики шәрқшунаслиқ институти йенидики уйғуршунаслиқ мәркизиниң хадимлири тәрипидин тәйярланди.
2014-10-31
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида берилгән уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлирини әслитип отимиз.
2014-10-31
Уйғур рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханим хәлқара җәмийәт хитайға бесим ишлитишкә чақирип, әгәр ғәрб хитайға бесим ишләтмисә, униң уйғур, тибәт, хоңкоң хәлқини бастурушни давамлиқ күчәйтидиғанлиқини агаһландурған.
2014-10-31
Хотән шәһириниң шәһәр башлиқи, шәһәрлик парткомниң муавин секретари адил нурмәмәт интизамға “еғир хилаплиқ қилиш” сәвәблик тәкшүрүлүшкә башлиған.
2014-10-31
Хәлқара черикликкә қарши туруш тәшкилатиниң көрситишичә, уйғур елидә чирик әмәлдарлар нуқтилиқ кан, нефит вә шуниңға охшаш енергийә байлиқ саһәсигә көпрәк мәркәзләшкән.
2014-10-31
Атақлиқ уйғур зиялийси илһам тохти түрмидә сотниң һөкүмигә қарши йүз нәччә бәтлик рәдийәнамә тәйярлап, юқири сот мәһкимисигә сунған.
2014-10-31
Хитай аманлиқ даирилири уқтуруш чиқирип, бейҗиң йәр асти пойиз йолида 31-өктәбир “җадилар байрими” ни қутлуқлашни, “террорчилар” тәқлид қилинған җадилар кийимини кийип, бейҗиң йәр асти пойизиға олтурушни чәклигән. Хилаплиқ қилғучиларниң дәрһал қолға елинидиғанлиқини елан қилған.
2014-10-30
Өктәбирниң башлирида түркийә вәтәндашлиқидики 21 яшлиқ уйғур йигит абдуллаҗан гваңшиниң пиңшяң түрмисидә сирлиқ һалда қаза қилғандин кейин, түрмә даирилири униң җәситини туғқанлириға беришни рәт қилған.
2014-10-30
Йеқинда җәнубий уйғур елидики дохтурлуқ хизмитидин истепа берип, ғәрб дөләтлиригә оқуш пурсити издәп кәлгән яш уйғур дохтур өзи икки йил ишлигән бу һәрбий дохтурханисида бешидин кәчүргән нурғун наһәқчиликләрни сөзләп өтти.
2014-10-30
Уйғур аптоном районлуқ җ х назарити тарқатқан “террорлуққа тақабил туруш қолланмиси” да, пуқраларға “террорлуқ һәрикити” вә “террорчилар” ни қандақ пәрқ қилиш, “террорлуқ һуҗум” иға қандақ тақабил туруш һәққидә һәр хил тәвсийиләр берилгән.