Архип
2018-12-28
Әркин асия радиоси уйғур бөлүминиң мушу бир һәптә җәрянида елан қилған уйғурларға мунасивәтлик бир қисим муһим хәвәрлири.
2018-12-28
Америка дөләт мудапиә министирлиқи униң тинч окяндики иттипақдашлирини җәнубий деңиздики һәрбий күчини күчәйтип, хитайға тақабил турушқа чақирған.
2018-12-28
Уйғур районидики лагерларниң ички әһвалиға даир нурғун син вә рәсимлик дәлилләрни тарқитип келиватқан “зимистан” ториниң хитайдики 40 тәк мухбириниң тутқун қилинғанлиқи илгири сүрүлди.
2018-12-28
Дуня уйғур қурултийи 28-декабир баянат елан қилип, мусулман дунясини болупму мусулманлар көп санлиқтики дөләтләрниң рәһбәрлирини хитайниң уйғурларға қаратқан қорқунчлуқ җазалаш қилмишиға қарита сүкүтни бузушқа чақирди.
2018-12-28
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комитетиниң рәиси, авам палата әзаси кристофир симит 28-декабир күни “вашингтон почтиси” гезитидә мақалә елан қилип, хәлқарани хитайниң диний бастурушиға қарши турушқа, болупму мусулман дөләтлирини хитайниң уйғур мусулманлирини бастурушиға қарши турушқа чақирған.
2018-12-28
Хитай даирилири уйғур йезилиридики аталмиш ешинча әмгәк күчлирини йөткәп орунлаштуруш даирисини кеңәйтип, уйғур аилә аяллириға қаратқан.
2018-12-27
Хитай һөкүмити уйғурларниң өз ана тилида маарип тәрбийәси елишини, миллий мәдәнийитини өгинишини шундақла исламий кимликини сақлишини қаттиқ чәкләватқан бир вақитта уйғур дияриниң җәнубидики уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан җайларда хитай мәдәнийитини тәшвиқ қилидиған органларни қуруп, миллий ассимилятсийә сияситини йүргүзүватқанлиқи мәлум болмақта.
2018-12-27
“йәр шари вақти гезити” хитай компартийәсиниң орган гезити болған “хәлқ гезити” ниң хәлқара нәшридур. Мәзкур гезит бүгүн баш мақалә елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елигә қаратқан сиясәтлирини паш қилған америка мәтбуатлириға һуҗум қилди.
2018-12-27
Түркийә парламентида уйғур елидики милйонларчә киши қамалған лагерларни вә хитай һөкүмитиниң районда йүргүзүватқан зулумини сүрүштә қилишқа мунасивәтлик бир тәклип лайиһәси оттуриға қоюлған.
2018-12-27
Һиндонезийәдики “җумһурийәт хәвәрлири” ториниң хәвиригә қариғанда, һиндонезийәдики бир қанчә университетлар бүгүн бирләшмә баянат елан қилип, һиндонезийә һөкүмитини вә дунядики һәрқайси органларни уйғур елидә мустәқил тәкшүрүш елип беришқа чақирған.
2018-12-27
Чира наһийәлик һөкүмәт торида бесилған бир хәвәргә қариғанда, чира наһийәсидә 21-декабир күни, “деһқан-чарвичи аммини тәрбийәләш курси” оқуш башлиған.
2018-12-27
Мутәллип сидиқ қаһириниң германийәдә оқуватқан оғли дадисиниң тутқун қилиниш җәряни вә өзиниң ойлиғанлири һәққидә мәлумат бәргән иди.
2018-12-27
Мәзкур әсәр җәй давчерниң ғулҗа уйғурлириниң һаятлиқ маканидики бирнәччә йиллиқ әмәлий вә биваситә турмуш тәҗрибиси асасида йезилған.
2018-12-27
2018-Йили хитай һөкүмити уйғур елидә “қайта тәрбийәләш мәркизи” түзүмини арқилиқ уйғурларға қаратқан зулумини мислисиз күчәйткән бир йил болди.
2018-12-27
Уйғурларниң инсаний һәқ-һоқуқлириниңдәпсәндичиликкә учраватқанлиқи ғәрб таратқулиридики муһим темилардин болуп кәлмәктә.