Архип
2018-12-27
Уйғур вәзийитини тәкшүрүш үчүн мәхсус бир гуруппа қуруш һәққидики тәклип лайиһәси түркийә парламентиға сунулған.
2018-12-27
Истанбулдики сабаһәттин заим университетида “түркийәдә хәлқаралиқ мунасивәтләрниң әһмийити” дегән темида йиғин ечилди.
2018-12-26
Уйғур диярида милйонлиған уйғурларниң җаза лагерлириға қамилип, буларниң арисидики бир қисим аталмиш “җинайәтчиләр” ниң хитайниң хейлоңҗаң қатарлиқ җайларға йөткәлгәнлики илгири сүрүлүватқан бир мәзгилдә, хитайниң аталмиш “йеза ешинча әмгәк күчини ишқа орунлаштуруш” сиясити бойичә 25 миңдин артуқ адәмни “ешинча әмгәк күчи” намида хитай өлкилиригә елип кәткәнлики мәлум.
2018-12-26
Уйғур дияриниң тумшуқ шәһиридики айродромға 26-декабир күни хитайниң “җәнубий авиатсийә ширкити” ниң айропилани қонуши билән рәсмий қатнаш башланған.
2018-12-26
Уйғур дияридин мәйли чәтәлгә чиққанлири болсун, яки хитайниң ичкири өлкилиригә җан беқиш үчүн кәткәнлири болсун, көп қисми дегүдәк хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий қайтуруп әкетилгән вә аталмиш “қайта тәрбийәләш” кә әвәтилгән.
2018-12-26
Бу йил 7-айдин буян америкиниң хитайға юқири өсүмлүк таможна беҗи қоюши билән хитайдики нурғун завутларда хизмәткә орунлишиш қийин болуштәк бир вәзийәтни кәлтүрүп чиқарған.
2018-12-26
Алтайда бир түркүм оқуғучилар һалал-һарамни сүрүштә қилип наразилиқ билдүргәнлики үчүн тутқун қилинған.
2018-12-26
Түркийә бойичә 37 яш тәтқиқатчи “юқири дәриҗидә нәтиҗә қазанған яш билим игилири” болуп баһалинип, мукапатқа еришти.
2018-12-26
Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири 2018-йиллиқ паалийәтлири вә 2019-йиллиқ паалийәт пиланлири тоғрисида тохталди.
2018-12-26
Парламент әзаси фаһрәттин йоқуш әпәнди истанбулдин әнқәрәгә пиядә маңған уйғурларға қошулуп маңди вә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.
2018-12-26
Дуня аммиви ахбарат васитилиридә, болупму иҗтимаий таратқуларда аталмиш “қайта тәрбийә” лагерлири һәққидики хәвәрләр көпләп берилмәктә.
2018-12-26
Хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлириға болған наразилиқ һәрикәтлири русийәниң татаристан җумһурийитиниң пайтәхти қазандиму йүз бәрди.
2018-12-26
Уйғуршунаслиқ, уйғурлардики миллий кимлик һәққидә издинип кәлгән америкилиқ инсаншунас, доктор җәй давчер 54 йешида аләмдин өткән иди.
2018-12-25
Байинғолин областлиқ оттура сот мәһкимисиниң баш сотчиси ғалип төмүрниң 6 айдин бери тутқунда икәнлики ашкариланди.
2018-12-25
Хәлқара мунасивәтләрдә һәр вақит қоллиниливатқан “учур уруши” васитисиниң нөвәттә уйғурлар дуч келиватқан бир чоң хирис болуватқанлиқи бир қисим көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.